3 У шагиртлириға: — Силәр сәпәрдә һеч нәрсә алмаңлар, нә һаса, нә хурҗун, нә нан, нә пул еливалмаңлар, һәтта бирәр артуқ көйнәкму еливалмаңлар.
Андин һәзрити Әйса шагиртлиридин: — Бурун Мән силәрни сәпәргә әвәткәндә пул халта, хурҗун вә аяқ алмаңлар, дегән едим. У чағда бирәр нәрсәңлар кам болуп қалғанму? — дәп сориди. — Яқ, — дәп җавап беришти шагиртлар.
Җәңчи болған киши өз команданини рази қилиш үчүн, турмушниң ушшақ-чүшәк ишлириға башқа пухралардәк арилашмаслиғи керәк.
Андин һәзрити Әйса шагиртлириға мундақ деди: — Шуңа билип қоюңларки, турмушуңларға керәклик йемәк-ичмәк яки учаңларға кийидиған кийим-кечәктин ғәм қилмаңлар.
— Икки қур кийими барлар, бир қурини йоқларға бәрсун, йәйдиғини барларму шундақ қилсун, — дәп җавап бәрди Йәһия пәйғәмбәр.
Әй ишәнчи аҗизлар! Даладики бүгүн ечилса, әтиси қуруп очаққа қалинидиған әшу гүл-гияларни шундақ безигән Худа силәрни техиму кийиндүрмәсму?
Шу күни Лавий өйидә һәзрити Әйсаға чоң зияпәт бәрди. Тәклип қилинған нурғун баҗгирлар вә уларға охшаш кишиләрму һәзрити Әйса вә шагиртлири билән һәмдәстихан болди.
У он икки шагиртини йениға чақирип, уларға җинларни һайдаш һоқуқини бәрди вә хәлиқ арисиға икки-иккидин әвәтти.
Бир жутқа барғиниңларда, қайси өйдә қарши елинсаңлар, у йәрдин кәткичә шу өйдила туруңлар.