Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Һәзрити Әйса бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп, көпчиликкә тарқитип бериш үчүн шагиртлириға бәрди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 9:16
16 Referans Kwoze  

У халайиқни чимлиқниң үстидә олтиришқа буйруғандин кейин, бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп шагиртлириға бәрди. Улар көпчиликкә тарқатти.


Улар тамақ­қа олтарғанда, һәзрити Әйса нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти, андин нанни уштуп уларға сунди.


Андин йәттә нан билән белиқларни қолиға алди вә Худаға шүкүр ейтип, уларни уштуп шагиртлириға бәрди. Улар көпчиликкә тарқатти.


Бәзиләр мәлум бир күнни қәдирләп, буниң билән Рәббимизгә болған һөрмитини ипадиләйду. Бәзиләр, йәни һәр қандақ йемәкликләрни йәйдиғанларму шу йегән йемәкликлири арқилиқ өзиниң Рәббимизгә болған һөрмитини ипадиләйду. Чүнки улар Худа бәргән рисқи үчүн шүкүр ейтиду. Гөш йемәйдиғанларму Худа бәргән рисқи үчүн Худаға шүкүр ейтиду.


Павлус бу сөзни қилип болуп, қолиға бир парчә нанни елип, көпчи­ликниң алдида Худаға шүкүр ейтип, нанни уштуп йеди.


Бир нәччә кемә Тиберийә шәһири­дин һәзрити Әйса дуа қилип, халайиққа нан тарқитип бәргән йәргә йеқин келип тохтиди.


Һәзрити Әйса нанларни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтқандин кейин, олтарғанларға бөлүп бәрди. Белиқларниму шундақ қилди. Көпчилик халиғанчә йеди.


Андин У бир нанни қолиға елип, Худаға шүкүр ейтти вә уни уштуп туруп, уларға берип: — Бу Мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар, — деди.


Худаға шүкүр ейтип, нанни уштуп туруп: «Бу Мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар», деди.


Әгәр мән Худаға шүкүр ейтип бундақ зияпәткә қатнашсам, йәнә немә үчүн шүкүр ейтип йегән бу йемәклигим сәвәвидин әйипли­нишкә учришим керәк?


Андин асманға қарап чоңқур тинивалғандин кейин, у адәмгә: «Әффата» (мәнаси «ечил»), деди.


Шагиртлар көпчиликни һәзрити Әйсаниң дегини бойичә олтарғузди.


Һәммиси йәп тойди. Шагиртлири ешип қалған нан билән белиқниң парчи­лирини жиғиведи, он икки севәт чиқти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite