10 Он икки шагирт қайтип келип, өзлириниң қилған һәммә ишлирини һәзрити Әйсаға мәлум қилди. Һәзрити Әйса башқиларға уқтурмай уларни Бәйтсайда дегән йезиға елип маңди.
— Һалиңларға вай, әй қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй бәйтсайдалиқлар! Силәр үчүн яратқан мөҗүзилиримни Тир вә Сидон дегән ятлар шәһәрлиридә яратқан болсам, у йәрләрдики хәлиқ бурунла мәйүсләнгән һалда матиға йөгинип, күлгә милинип, гуналириға товва қилған болатти.
Йетәкчилириңларға бойсунуңлар. Уларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки улар өз хизмитидин Худаға һесап бәргәчкә, һемишәм силәргә агаһ болуп туриду. Уларниң хизмитиниң ғәм-әндишә билән әмәс, хошал-хорамлиқ билән елип берилиши үчүн, уларниң гепигә кириңлар.
Һелиқи йәтмиш икки шагирт хошал-хорам һалда қайтип келип: — Әй Рәббимиз! Биз Сизниң намиңиздин буйруқ қилған едуқ, һәтта җинларму бизгә бойсунуп, чиқип кетишти! — дәп мәлум қилди.
Филип бәйтсайдалиқ болуп, Әндәр билән Петрусниң жутдиши еди.
«Бу адәм немә үчүн мундақ дәйду? Бу күпүрлүкқу! Худадин башқа һеч кимниң гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқи йоққу!» дейишти.