7 Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту. Майсилар тикәнләр билән бой талишип өсүпту. Бирақ нәтиҗидә тикәнләр майсиларни бесивапту.
Тикәнликкә чүшкән уруқларға кәлсәк, улар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзлирини аңлисиму, узун өтмәй көңлигә бу дунияниң әндишә, байлиқ вә һалавәтлириниң езиқтурушлири киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.
— Һошияр болуңлар! Әйш-ишрәт вә турмушниң ғәм-әндишилиригә берилип кәтмәңлар. Қиямәт күни силәргә гоя тосаттин бешиңларға ташланған тордәк кәлмисун.
Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни бесивапту. Нәтиҗидә майсилар һосул берәлмәпту.
Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләргә тәмсил қилинғанки, бу адәмләр Худаниң сөзини аңлисиму, лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқниң езиқтуруши киривелип, Худаниң сөзини боғуветидудә, улар һосулсиз қалиду.
Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни бесивапту.
Йәрдин тикән вә қамқақ үниду, сән болсаң йәрдики зираәтләрни йәйсән.
Бәзилири асти ташлиқ топиға чүшүпту. Амма йәрдики нәмлик йетишмигәнликтин уруқлар үнүп чиққандин кейин қуруп кетипту.
Бәзилири болса үнүмлүк топиға чүшүп, убдан өсүп, йүз һәссиләп һосул берипту. Һәзрити Әйса жуқури аваз билән йәнә: — Бу сөзләрни қулиғиңларда чиң тутуңлар! — деди.