Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:54 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

54 Лекин һәзрити Әйса қизниң қолидин тартип: — Балам, орнуңдин тур, — дәп чақирди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:54
15 Referans Kwoze  

Петрус һәммисини чиқириветип, тизлинип олтирип, Худаға дуа қилғандин кейин, җәсәткә қарап: — Табита, орнуңдин тур! — деди. Табита көзини ечип, Петрусни көрүп, бешини көтирип олтарди.


Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин жуқури авазда: — Лазар, ташқириға чиқ! — дәп чақирди.


Өлгәнләрни Атиси қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғлиму шуниңға охшаш Өзи халиған кишиләргә мәңгүлүк һаят ата қилиду.


Һәзрити Әйса Яирниң өйигә барғанда, Петрус, Юһанна, Яқуп вә қизниң ата-анисидин башқа кишиләрниң Өзи билән биллә өйгә киришигә рухсәт қилмиди.


Лекин һәзрити Әйса балини қолидин тутуп турғанда, бала орнидин турди.


Һәзрити Әйса кор адәмниң қолидин йетиләп йезиниң сиртиға елип барди вә униң көзлиригә түкүрүп, қоллирини тәккүзүп: — Бир нәрсә көрүватамсән? — дәп сориди.


Һәзрити Әйса бемарниң қешиға кирип, қолидин тутуп йөләп, өрә турғузди. Аялниң қизитмиси дәрһал йенип, уларни күтүшкә башлиди.


Кишиләр чиқириветилгәндин кейин, һәзрити Әйса қиз ятқан өйгә кирип, униң қолидин тартти. Қиз орнидин турди.


Бу худди Муқәддәс Язмиларда Худа Ибраһимға: «Сени нурғун милләт­ләрниң атиси қилдим», дәп ейтқинидәк. Худаниң нәзәридә Ибраһим һәммимизниң атисидур. Чүнки Ибраһим өлгәнләрни тирилдүридиған, мәвҗудатни йоқлуқтин барлиққа кәлтүридиған Худаға ишәнч бағлиди.


Бирақ халайиқ Уни мәсқирә қилди. Чүнки қизниң аллиқачан җан үзгәнлигидин уларниң хәвири бар еди.


Қизниң роһи тенигә қайтип келип, у дәрһал орнидин турди. Һәзрити Әйса уларға қизниң қосиғиға бир нәрсә беришни буйриди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite