Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

5 — Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту. Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүп, кишиләрниң аяқ астида қапту вә қушларға йәм бопту.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:5
15 Referans Kwoze  

Шуңа һәқиқәттин жирақлишип кәтмәслигимиз үчүн, аңлиған һәқиқәттә техиму чиң турушимиз керәк.


Чиғир йолға чүшкән уруқлар мундақ адәмләргә тәмсил қилинған болуп, Улар Худаниң сөзини аңлиған һаман шәйтан келип, уларниң қәлбигә чүшкән сөзни елип кетиду.


Қузғунлар учушуп келип, гөшләргә қонғанда, Ибрам уларни қоғлавәтти.


Һәзрити Әйса мундақ деди: — Яхши уруқларни чачқан Инсан Оғлидур.


— Силәр йәр-йүзиниң тузидурсиләр. Һалбуки, әгәр туз өз тәми­ни йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини киргүзгили болмайду! У чағда у һеч немигә яримас ташланди нәрсигә айлинип, кишилә­рниң айиғи астида қелиштин башқа ишқа яримайду.


Халайиқ һәр қайси жутлардин һәзрити Әйса билән көрүшкили үзүлмәй келип туратти. Бир күни нурғун адәм жиғилғанда, һәзрити Әйса уларға төвәндики тәмсилни сөзләп бәрди:


Бәзилири асти ташлиқ топиға чүшүпту. Амма йәрдики нәмлик йетишмигәнликтин уруқлар үнүп чиққандин кейин қуруп кетипту.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite