Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:42 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

42 Чүнки униң он икки яшлиқ ялғуз қизи өлүп кетиш алдида туратти. Һәзрити Әйса у йәргә барғинида, кишиләр Униң әтрапиға зич олишивалди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:42
15 Referans Kwoze  

— Пешимни тутқан ким? — дәп сориди һәзрити Әйса. Көпчилик «Тутмидуқ», дейишти. — Устаз, төрт әтрапиңизниң һәммиси адәм, улар Сизни қистап туруватмамду? — деди Петрус.


У шәһәр дәрвазисиға кәлгәндә, җиназа көтирип чиқиватқан бир топ адәмгә йолуқуп қалди. Өлгән бала бир тул аялниң ялғуз оғли еди. Шәһәрдики нурғун кишиләр һелиқи тул аял билән биллә чиққан еди.


Гуна дунияда бир адәм, йәни Адәм ата арқилиқ пәйда болғандәк, өлүмму Адәм атиниң гунайи арқилиқ пәйда болди. Нәтиҗидә өлүм пүткүл инсан ичигә тарқалди, чүнки һәммә адәм гуна қилди.


Һәзрити Әйса у адәм билән биллә барди. Униң әтрапиға олиши­валған халайиқму кәйнидин әгишип меңишти.


Қарши алғили чиққанлар ичидә мәлум бир ибадәтханиниң җавапкәр адәмлиридин бири болған Яирму бар еди. У һәзрити Әйсаниң айиғиға жиқилип, өйигә тәклип қилип ялвурди.


Топниң ичидә хун тәврәш кесилигә гириптар болғи­ниға он икки жил болған бир аялму бар еди. У бар пулини тевипларға хәшләп түгәткән болсиму, һеч ким уни сақайталмиған екән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite