Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:41 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

41 Қарши алғили чиққанлар ичидә мәлум бир ибадәтханиниң җавапкәр адәмлиридин бири болған Яирму бар еди. У һәзрити Әйсаниң айиғиға жиқилип, өйигә тәклип қилип ялвурди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:41
15 Referans Kwoze  

Ибадәтханиниң җавапкәр адими Криспус пүткүл аилисидикиләр билән Рәббимиз Әйсаға ишәнди. Йәнә нурғун йәһудий әмәс коринтлиқларму Павлусниң сөзлирини аңлап, һәзрити Әйсаға ишинишкә башлиди вә чөмүлдүрүшни қобул қилди.


Тәврат вә Пәйғәмбәрләрниң Язмилиридин тәлимләр оқулғандин кейин, ибадәтханиниң җавапкәр адәмлири уларни чақиртип: — Қериндашлар, әгәр җамаәтни илһамландуридиған гәп-сөзүңлар болса, ейтиңлар, — деди.


Һәзрити Әйсаниң дәм елиш күни кесәл сақайтқанлиғини көргән ибадәтхана җавапкәри ғәзәп билән көпчиликкә: — Иш вақтимиз алтә күн. Шипалиқ издигүчиләр дәм елиш күнидин башқа шу алтә күн ичидә келиши керәк, — деди.


Һәзрити Әйса бу сөзни қиливатқанда, ибадәтхана җавапкәриниң өйидин кәлгән бири Яирға: — Қизиң өлүп кәтти. Әнди Устазни аварә қилмайли, — деди.


Язмини алғанда, төрт тирик мәхлуқ вә жигирмә төрт йетәкчи Униң айиғиға баш қойди. Уларниң һәр бириниң қолида чилтар вә исриқ билән толған алтун тавақ бар еди. Бу исриқ Худаниң муқәддәс хәлқиниң дуалири еди.


Халайиқ йәһудий ибадәтханисиниң җавапкәр адими Состенисни тартип чиқип, сорақ­ханиниң алдида қаттиқ урди. Бирақ һаким Ғаллийо бу ишқа қилчә писәң қилмиди.


Җаффа шәһири Лидда шәһиригә йеқин еди. Шуңа Җаффадики мәсиһийләр Петрусниң Лиддада екәнлигини аңлап, униң алдиға икки адәм әвәтип: — Чапсан йетип келиң! — дәп тәклип қилди.


вә һәзрити Әйсаниң айиғиға жиқилип тәшәккүр ейтти. Бу адәм йәһудийлар яман көридиған самарийәликләрдин еди.


Бу ишни көргән Симун һәзрити Әйсаниң алдида тизли­нип туруп: — Әй Рәббим, мәндин жирақлишиң, гунакармән! — деди.


— Әй Рәббим, — деди Марта һәзрити Әйсаға, — бу йәрдә болған болсиңиз, иним өлмәс еди.


Чүнки униң он икки яшлиқ ялғуз қизи өлүп кетиш алдида туратти. Һәзрити Әйса у йәргә барғинида, кишиләр Униң әтрапиға зич олишивалди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite