23 Кемә кетиватқанда һәзрити Әйса ухлап қалди. Уштумтут қаттиқ боран чиқип, кемигә су тошуп, һәммиси интайин ховуп ичидә қалди.
Бир күни һәзрити Әйса шагиртлири билән кемигә чүшүп, уларға: — Көлниң у қетиға барайли, — деди. Шуниң билән улар йолға чиқти.
Чүнки бизниң бу Баш Роһанийимиз аҗизлиқлиримизға һисдашлиқ қилмай қалмайду. Уму бизгә охшаш һәр хил синақларға дуч кәлгән, лекин гуна қилип бақмиғандур.
Бир күни һәзрити Әйса Гинәсар көлиниң бойида турғанда, кишиләр Униңдин Худаниң сөзини аңлаш үчүн Униң әтрапиға зич олашти.
Биз Әдрәмит шәһиридин Асия өлкисиниң деңиз бойлиридики шәһәрләргә баридиған кемигә олтирип, сәпәргә атландуқ. Македонийә өлкисиниң Салоника шәһиридин болған Аристархус исимлиқ бир киши биз билән һәмсәпәр болди.
Биз немә үчүн һәр дайим өзимизни хәтәргә атаймиз?