Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:22 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

22 Бир күни һәзрити Әйса шагиртлири билән кемигә чүшүп, уларға: — Көлниң у қетиға барайли, — деди. Шуниң билән улар йолға чиқти.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:22
12 Referans Kwoze  

Буниң кәйнидинла, һәзрити Әйса шагиртлириниң кемигә олти­рип, Өзидин авал көлниң у қетидики Бәйтсайда йезисиға өтүшини буйриди. Бу арида Өзи халайиқни тарқитивәтти.


Кемә кетиватқанда һәзрити Әйса ухлап қалди. Уштумтут қаттиқ боран чиқип, кемигә су тошуп, һәммиси интайин ховуп ичидә қалди.


Бир күни һәзрити Әйса Гинәсар көлиниң бойида турғанда, кишиләр Униңдин Худаниң сөзини аңлаш үчүн Униң әтрапиға зич олашти.


Андин улардин айрилип, йәнә кемигә олтирип, көлниң у қетиға өтүп кәтти.


Буниң кәйнидинла, һәзрити Әйса шагиртлириниң кемигә олтирип, көлниң қарши қирғиғиға Өзидин авал өтүшини буйриди. Бу арида Өзи халайиқни тарқитивәтти.


Бир мәзгилдин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә көлиниң (Тиберийә көли дәпму атилидиған көл) у қетиға өтти.


Һәзрити Әйса кемә билән көлниң у қетиға қайтқинида, нурғун халайиқ көл бойида йәнә Униң йениға жиғилди.


Һәзрити Әйса әтрапиға олишивалған кишиләрни көрүп, шагирт­лириға көлниң у қетиға өтүп кетишни буйриди.


Җинлар һелиқи адәмниң тенидин чиқип, тоңғуз­ларға чаплишивалди. Пүтүн тоңғуз падиси терә-перәң болуп, жүгригән пети ярдин чүшүп, көлгә ғәриқ болди.


Биз Әдрәмит шәһиридин Асия өлкиси­ниң деңиз бойлиридики шәһәрләргә баридиған кемигә олтирип, сәпәргә атландуқ. Македонийә өлкисиниң Салоника шәһиридин болған Аристархус исимлиқ бир киши биз билән һәмсәпәр болди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite