Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Чиғир йолдики топиға чүшкән уруқлар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзини аңлисиму, уни қобул қилмайду. Шәйтан уларни ишәнч арқилиқ қутқузулмисун дәп, уларниң көңлидин Худаниң сөзини елип қечип кетиду.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:12
13 Referans Kwoze  

Чоң әҗдиһа, йәни иблис яки шәйтан дәп аталған, пүтүн дунияни аздурған һелиқи қедимий илан өз периштәлири билән биллә йәр йүзигә ташланди.


Чиғир йолға чүшкән уруқлар мундақ адәмләргә тәмсил қилинған болуп, Улар Худаниң сөзини аңлиған һаман шәйтан келип, уларниң қәлбигә чүшкән сөзни елип кетиду.


Әгәр бири Худаниң Падишалиғи тоғрисидики сөзни аңлап туруп чүшәнмисә, шәйтан келип униң көңлигә чүшкән сөзни елип кетиду. Бу дәл чиғир йол үстигә чечилған уруқлардур.


— Бир дехан уруқ чачқили етизиға чиқипту. Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүп, кишиләрниң аяқ астида қапту вә қушларға йәм бопту.


Чачқан уруқлириниң бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту.


Бу тәмсилниң мәнаси мундақ: — Уруқ Худаниң сөзидур.


Ташлиқ топиға чүшкән уруқлар Худаниң сөзини аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларға тәмсил қилинған. Улар буниңға бир мәһәл ишәнгән болиду, амма уларниң йилтизи болмиғанлиғи үчүн, бирәр мүшкүллүккә йолуқсила, бәрдашлиқ берәлмәйду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite