11 Бу тәмсилниң мәнаси мундақ: — Уруқ Худаниң сөзидур.
Әгәр бири Худаниң Падишалиғи тоғрисидики сөзни аңлап туруп чүшәнмисә, шәйтан келип униң көңлигә чүшкән сөзни елип кетиду. Бу дәл чиғир йол үстигә чечилған уруқлардур.
Шуниң үчүн һәр хил ипласлиқларни вә барлиқ яман қилмишларни ташлаңлар. Қәлбиңларға селинған, силәрни қутқузалайдиған сөзни кәмтарлиқ билән өзләштүрүңлар.
— Әнди уруқ чечиш тоғрисидики тәмсилниң мәнасини аңлаңлар.
Андин һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Силәр мошу тәмсилниму чүшәнмидиңларму? Ундақта, башқа тәмсилләрни қандақму чүшинисиләр?
Чиғир йолдики топиға чүшкән уруқлар шундақ кишиләргә тәмсил қилинғанки, улар Худаниң сөзини аңлисиму, уни қобул қилмайду. Шәйтан уларни ишәнч арқилиқ қутқузулмисун дәп, уларниң көңлидин Худаниң сөзини елип қечип кетиду.