Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сирлири силәрниң билишиңларға берилди. Бирақ башқиларға кәлсәк, уларға тәмсилләр биләнла чүшәндүримән. Шуниң үчүн улар сөзүмни аңлисиму чүшәнмәйду. Бу әһвал Йәшая пәйғәмбәрниң дегинидәк болди: «Улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму чүшәнмәйду».

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:10
24 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Худаниң Падишалиғиниң сири силәрниң билишиңларға берилди. Лекин Падишалиқниң сиртидикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду.


Шуниңдин кейин һәзрити Әйса мундақ деди: — Пүтүн аләмниң Егиси болған әй Ата! Сән бу һәқиқәтләрни өзини әқиллиқ, билимлик чағлайдиған кишиләрдин йошуруп, кичик балилар­дәк сәби кишиләргә ашкарилиғанлиғиң үчүн, Саңа мәдһийиләр ейти­мән.


Мениң бундақ ишлишим силәрниң ич-ичиңлардин илһамлинип, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситип, өз-ара бағлинишиңлар үчүндур. Шундақ болғанда, һәқиқәтни чоңқур чүшиништин кәлгән толуқ ишәнчкә еришип, Худа ашкарилиған сирни, йәни Әйса Мәсиһни һәқиқий тонуп йетәләйсиләр.


Барлиқ шан-шәрәп Худаға мәнсүп болғай! Худа мән йәткүзгән Хуш Хәвәр арқилиқ ишәнчиңларни мустәһкәмләйду. Бу Хуш Хәвәр болса, Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәр болуп, у қедимдин бери сақлинип кәлгән сирдур.


Һәзрити Әйса униңға: — Немә дегән бәхитликсән, Юнус оғли Симун! Буни саңа ашкари­лиғучи инсан әмәс, бәлки асмандики Атам Худадур.


Һәмми­мизгә мәлумки, ишәнчимизниң сири бүйүктур: Әйса Мәсиһ инсан тенидә аян болди, Муқәддәс Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди, У периштәләргә көрүнди, У тоғрисидики хәвәр пүткүл милләтләргә җакаланди, Инсанлар Униңға ишәнди, У улуқлуқ ичидә асманға көтирилди.


Бу қабилийәтләрниң һәммисини жүрүштүргән бирдин-бир Муқәддәс Роһтур. Муқәддәс Роһ Өз ирадиси бойичә бу қабилийәтләрни һәр бир кишигә айрим-айрим тәхсим қилип бериду.


Буниң билән Худаниң мону сөзлири әмәлгә ашурулди: «Қилғанлиримға қарайду, қарайду, мәнасини уқмайду. Сөзлиримни аңлайду, аңлайду, чүшәнмәйду. Ундақ болмисиди, Маңа қайтатти. Мәнму уларни кәчүрүм қилаттим».


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite