Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Узун өтмәй һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидики шәһәр, йеза-қишлақларға берип, Худаниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқатти. Он икки шагиртиму Униң билән биргә барди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 8:1
18 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни сақайтти.


Хуш Хәвәр йәткүзгүчиләр әвәтилмисә, Хуш Хәвәр қандақ йәткүзүл­сун? Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Хуш Хәвәрни йәткүзгәнләр­ниң қәдими нәқәдәр мубарәк һә!»


Бизму һазир бу Хуш Хәвәрни силәргә йәткүзүватимиз. Худа һәзрити Әйсани тирилдүрүш билән, әҗдатлиримизға қилған вәдиси­ни бизниң дәвримиздә әмәлгә ашурди! Бу һәқтә падиша Давут Зәбурниң иккинчи нәзмисидә алдин-ала мундақ хатирилигән: «Сән Мениң Оғлум. Бүгүн Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим».


Худа Уни тайинлап, Униңға Өзиниң Муқәддәс Роһи вә күч-қудритини ата қилди. У һәммә йәрни кезип, яхши ишларни қилип, шәйтанниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтти, чүнки Худа Униңға яр еди.


«Худаниң Роһи Мениң вуҗудумда. Чүнки У Мени кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүшкә таллап, күч-қудрәт ата қилди. У Мени тутқунларға: ‹ Азат болисиләр! › қарғуларға: ‹ Көрәләйдиған болисиләр! › дәп җакалашқа әвәтти. Худа Мени езилгәнләрни әркинликкә ериштүрүшкә, Худаниң хәлқини қутқузуш вақтиниң йетип кәлгәнлигини уқтурушқа әвәтти».


Шундақ қилип, һәзрити Әйса Җәлилийә өлкиси­ниң һәммә йеригә берип, ибадәтханиларда тәлим бәрди һәм киши­ләрниң тенидики җинларни һайдиди.


Әгәр бири Худаниң Падишалиғи тоғрисидики сөзни аңлап туруп чүшәнмисә, шәйтан келип униң көңлигә чүшкән сөзни елип кетиду. Бу дәл чиғир йол үстигә чечилған уруқлардур.


Һәзрити Әйса он икки шагиртиға тапилап болғандин кейин, Җәлилийәдики һәр қайси шәһәрләрдә тәлим бериш вә Хуш Хәвәрни җакалаш үчүн, у йәрдин кәтти.


Һәзрити Әйса пүтүн шәһәр, йеза-қишлақларни арилап, һәр қайси ибадәтханиларда тәлим берип, Асманниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқатти вә хәлиқ ичидики һәр хил кесәллик вә ағриқ-силақларни сақайтти.


Йәһия күндин-күнгә чоң болуп, роһий җәһәттин йетилип қалди. У Исраил җамаити алдида Худаниң хизмитини қилишни башлиғичә, чөлләрдә яшап кәлди.


Шагиртлар йолға чиқип, һәммә йеза-қишлақларни арилап Хуш Хәвәрни тарқитип, кесәлләрни сақайтти.


Бир күни һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилирида хәлиққә тәлим берип, Хуш Хәвәрни йәткүзүвататти. Алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар Униң алдиға келип:


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite