Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 7:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Һәзрити Әйса улар билән биллә йолға чиқти. Бирақ өйгә йетип келишкә аз қалғанда, йүз беши һәзрити Әйсаниң алдиға бир нәччә достини әвәтти. Улар: — Тәхсир, йүз беши: «Аварә болуп өйүмгә келишиңизгә әрзимәй­мән.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 7:6
15 Referans Kwoze  

Яман арзу-һәвәслиримиз үстидин ғалибә қилишимиз үчүн Худа бизгә көп күч-қудрәт бериду. Бу худди Муқәддәс Язмиларда: «Худа қаршидур тәкәббурларға, меһир-шәпқәт қилар кәмтарларға», дәп йезилғинидәктур.


Һәзрити Әйса у адәм билән биллә барди. Униң әтрапиға олиши­валған халайиқму кәйнидин әгишип меңишти.


Һәзрити Әйса бу сөзни қиливатқанда, ибадәтхана җавапкәриниң өйидин кәлгән бири Яирға: — Қизиң өлүп кәтти. Әнди Устазни аварә қилмайли, — деди.


Худаниң алдида өзәңларни төвән тутуңлар, шу чағда Худа силәрни үстүн қилиду.


Худа Уни тайинлап, Униңға Өзиниң Муқәддәс Роһи вә күч-қудритини ата қилди. У һәммә йәрни кезип, яхши ишларни қилип, шәйтанниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтти, чүнки Худа Униңға яр еди.


Бу ишни көргән Симун һәзрити Әйсаниң алдида тизли­нип туруп: — Әй Рәббим, мәндин жирақлишиң, гунакармән! — деди.


Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди.


Мән силәрни қилған товваңлар үчүн суғила чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта Униң айиғини көтиришкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмдүриду.


Ақсақаллар һәзрити Әйсаниң алдиға берип: — Йүз беши һәқиқәтән Сизниң ярдәм беришиңизгә әрзийдиған адәм.


Мән Сениң мәндәк хизмәткариңға көрсәткән барлиқ меһриванлиғиң вә вападарлиғиңға лайиқ әмәсмән. Бурун мән Иордан дәриясидин өткинимдә, қолумда пәқәт бир һасила бар еди. Әнди бу икки топ кишини башлап қайтиватимән.


Өзи йәһудий болмисиму, биз йәһудийларни яхши көриду. Һәтта биз үчүн бир ибадәтханиму селип бәрди, — дәп Униң йүз бешиниң өйигә беришни чин көңлидин тәләп қилди.


Һәтта өзәмму берип Сиз билән көрүшүшкә лайиқ әмәсмән. Бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite