16 Қорқунуч басқан көпчилик: — Аримиздин улуқ бир пәйғәмбәр чиқти! — Худа бизгә шапаәт қилиш үчүн кәлди! — дәп Худани мәдһийилиди.
Һәзрити Әйсани чақирған пәрисий буни көрүп, ичидә: «Бу Адәм раст пәйғәмбәр болған болса, Өзигә қолини тәккүзгән бу аялниң паһишә екәнлигини биләтти!» дәп ойлиди.
Буни көргән көпчилик қорқушуп, инсанға бундақ һоқуқни бәргән Худаға мәдһийиләр ейтишти.
«Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийиләр ейтилсун! Чүнки У шапаәт қилип, хәлқини қутқузди.
Буниңға һәйран болған көпчиликму Худани мәдһийиләшти вә аң-таң қалған һалда: — Бүгүн биз әқлимиз йәтмәйдиған ишларни көрдуқ! — дейишти.
Падичилар қайтишип, Худаға мәдһийә ейтишти. Чүнки көргән вә аңлиғанлириниң һәммиси периштәниң ейтқинидәк болуп чиққан еди.
Көпчилик Худаниң бу мөҗүзисини көрүп, әйминип кәтти. Бу хәвәр Йәһудийә өлкисиниң тағлиқ районлириға тарқалди.
Халайиқ: — Бу Җәлилийә өлкисиниң Насирә шәһиридин болған Әйса пәйғәмбәр, — дәп җавап беришәтти.
Хәлиқ кекәчләрниң тили чиққанлиғини, чолақларниң әслигә кәлгәнлигини, токуларниң маңғанлиғини, қарғуларниң көзи ечилғанлиғини көрүп, һәйран болди вә исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийә ейтти.
Ақсақаллар униң сөзлиригә ишәнди. Улар Пәрвәрдигарниң өзлиригә көңүл бөлгәнлигини вә зулум ичидики һаятиға нәзәр салғанлиғини аңлиған һаман, башлирини егип Худаға сәҗдә қилишти.
Шуңа улар мәндә болған бу өзгиришләр сәвәвидин Худани техиму улуқлиди.
Һанания бу сөзни аңлиған һаман жиқилип, җан үзди. Бу ишни аңлиғучилар бәк қорқушуп кәтти.
Улар қарғу адәмдин йәнә: — Көзлириңни ачқан бу адәм сениңчә қандақ адәмду? — дәп сорашти. — У бир пәйғәмбәр, — деди һелиқи адәм.
Халайиқ һәзрити Әйсаниң көрсәткән бу мөҗүзисини көрүп: «Дунияға келишини Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәр һәқиқәтән мошу екән!» дейишти.
— Тәхсир, әнди чүшәндим, Сиз әслидә пәйғәмбәр екәнсиз!
Улар униңдин: — Ундақта, өзәң ким болисән? Илияс пәйғәмбәр боламсән? — дәп сориди. — Яқ! Мән Илияс пәйғәмбәр әмәсмән, — деди у. — Әмсә, Муса пәйғәмбәр алдин-ала ейтқан Пәйғәмбәрмусән? — дәп сориди улар. Йәһия пәйғәмбәр йәнә: — Яқ! — дәп рәт қилди.
— Немә вақиә екән? — деди һәзрити Әйса. — Насирәлик Әйсаниң вақиәсичу! — деди улар, — У Худаниң алдидиму, хәлиқниң алдидиму сөз-һәрикәтлириниң күчи бар бир Пәйғәмбәр еди.
— Бәзиләр Сизни чөмүлдүргүчи Йәһия дәйду, бәзиләр Илияс пәйғәмбәр дәйду вә йәнә бәзиләр башқа қедимки пәйғәмбәрләрдин бири тирилипту дәйду, — дәп җавап бәрди шагиртлар.
Шу йәрдики кишиләр һәзрити Әйсаниң у йәрдин кетишини тәләп қилишти. Чүнки улар интайин қорқушқан еди. Шуңа һәзрити Әйса кемигә чүшүп, қайтип кәтмәкчи болди.
Бу ишни көргән Симун һәзрити Әйсаниң алдида тизлинип туруп: — Әй Рәббим, мәндин жирақлишиң, гунакармән! — деди.
Аяллар бир тәрәптин қорқса, йәнә бир тәрәптин зор хошаллиқ ичидә қәбирдин дәрһал кетип, жүгригән пети һәзрити Әйсаниң шагиртлириға хәвәр беришкә кетишти.
Шу Муса пәйғәмбәр өзи уларға: «Худа қериндашлиримиз арисидин маңа охшаш бир Пәйғәмбәрни тикләйду», дегән еди.
силәрни вә балилириңларни йәр билән йәксән қилиду, һәтта бир тал һул тешиниму җайида қалдурмайду. Чүнки Худа силәргә шапаәт қилған пурсәтни пәриқ етәлмидиңлар, — деди.
өлүп қалған жигит қопуп, гәп қилишқа башлиди. Һәзрити Әйса уни анисиға тапшуруп бәрди.