Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 6:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 Йәнә бир дәм елиш күни һәзрити Әйса ибадәтханиға кирип тәлим беривататти. Ибадәтханида оң қоли қуруп кәткән бир адәм бар еди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 6:6
14 Referans Kwoze  

Бу пешайванлар астида бир топ қарғу, току вә паләчләр йетишатти. {Улар йетип көлчәкниң сүйиниң чайқилишини күтәтти.


Һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисиниң Кәпәрнаһум шәһиригә қайтип барди. У йәрдә йәһудийлар дәм алидиған шәнбә күнлири ибадәт­ханиға берип, хәлиққә тәлим берип турди.


У Өз жути Насирә шәһиригә келип, дәм елиш күни адәттикидәк ибадәт­ханиға барди. У өрә туруп Муқәддәс Язмиларни оқумақчи бол­ғанда,


Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни сақайтти.


Шуниң билән пәрисийләрдин бәзилири: — У Адәм Худаниң йенидин кәлгән әмәс, чүнки У дәм елиш күни иш қилмаслиқ әмригә хилаплиқ қилди, — дейишти. Йәнә бәзилири: — Гунакар болса, қандақларчә бундақ мөҗүзиләрни яриталайду? — дейишти. Буниң билән уларниң арисида бөлүнүш пәйда болди.


Һәзрити Әйса у йәрдики Тәврат устазлири вә пәрисийләрдин: — Тәвратта дәм елиш күни кесәл сақайтишқа рухсәт қилинғанму-йоқ? — дәп сориди.


Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса бир ибадәтханида кишиләргә тәлим беривататти.


Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса буғдайлиқтин өтүп кетива­татти. Униң шагиртлири башақларни үзүвелип, алқинида угулап йеди.


вә хуласә чиқирип, уларға: — Мән Инсан Оғли дәм елиш күниниң Егисидурмән, — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite