Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 6:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Һәзрити Әйса: — Падиша Давут вә униң һәмралириниң ач қалғанда қандақ қилған­лиғини Муқәддәс Язмилардин оқумиғанму? Қени ейтип беқиңлар!

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 6:3
10 Referans Kwoze  

Улар һәзрити Әйсадин: — Бу балиларниң немә дәватқанлиғини аңлаватамсән? — дәп сориди. — Аңлаватимән, — деди һәзрити Әйса, — силәр Муқәддәс Язмилар­­дики: «Кичик балилар вә бовақларниң тиллиридин өзәңгә мәдһийиләр кәлтүрдүң», дегән сөзләрни зади оқумиғанму?


Силәр Зәбурдики мону сөзләрни зади оқумиғанмидиңлар? «Қурулушчилар ташлавәткән Таш Қурулушниң һул Теши болуп қалди.


Өлүмдин тирилиш мәси­лиси һәққидә Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвратта оқумидиң­ларму? Әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар аллибурун аләмдин өткән болсиму, Тәвраттики «Тикәнликниң көйүши» һәққи­дики баянда Худа уларни тирик һесаплап: «Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худа болимән!» дәйду.


Өлүмдин тирилиш мәсилиси һәққидә Худаниң силәргә дегән сөзини оқумидиңларму? Әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар аллибурун аләмдин өткән болсиму, Худа уларни тирик һесаплап,


Һәзрити Әйса улардин сориди: — Зәбурдики мону сөзләрни зади оқумиғанмидиңлар? «Қурулушчилар ташлавәткән Таш Қурулушниң һул Теши болуп қалди. Бу Пәрвәрдигар тәрипидиндур, Биз үчүн әҗайип бир иштур».


Һәзрити Әйса мундақ җавап қайтурди: — Тәвратни оқумидиңларму? Яратқучи бурунла инсанларниң бир гәвдә болуши үчүн, уларни «Әр вә аял қилип яратти» вә


Һәзрити Әйса қириқ кечә-күндүз тамақ йемәй роза тутуп, қосиғи таза ачқан еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite