12 Бир күни һәзрити Әйса дуа қилиш үчүн таққа чиқти. У йәрдә кечичә Худаға дуа қилди.
Әйса Мәсиһ йәр йүзидики вақтида, Өзини өлүмдин қутқузалайдиған Худаниң алдида қаттиқ жиғлап туруп, көз яшлири билән дуа-тилавәт қилған. Униң садақәтмәнлигидин дуалири Худаға йәткән еди.
Уларни узатқандин кейин, дуа-тилавәт қилиш үчүн таққа чиқти.
Әтиси әтигән таң техи сүзүлмәстинла, һәзрити Әйса орнидин туруп, шәһәр сиртидики хали бир йәргә берип, дуа-тилавәт қилди.
Дуа қилишни тохтатмаңлар. Дуа қилғанда, пүтүн диққитиңлар билән дуа қилиңлар вә Худаға шүкүр ейтиңлар.
Дуа қилған вақтиңларда, өйгә кирип, ишикни йепип, асмандики көрүнмәс Атаңларға дуа қилиңлар. Сәздүрмәстин қилинған барлиқ ишларни билип турғучи асмандики Атаңлар җәзмән силәргә мукапат бериду.
Һәзрити Әйса көпчиликни көрүп дөңгә чиқип, у йәрдә олтарди. Шагиртлириму Униң йениға кәлди.
Һәзрити Әйса бир таққа чиқип, Өзи халиған кишиләрни йениға чақирди. Чақирғанлар Униң йениға келишти.
Һәзрити Әйса болса, пат-пат тинич йәрләргә берип дуа қилатти.
Амма Тәврат устазлири вә пәрисийләр интайин ғәзәплинип, һәзрити Әйсаға қандақ қарши туруш тоғрисида мәслиһәткә чүшти.
Һәзрити Әйса әлчилири билән тағдин чүшүп, түз бир йәрдә туратти. Уларниң алдиға нурғун шагиртлар һәм Йерусалим шәһиридин, җүмлидин пүтүн Йәһудийә өлкисидин кәлгән кишиләр топ-топ болуп келип жиғилишти. Һәтта деңиз бойидики Тир вә Сидон шәһәрлиридинму нурғун кишиләр кәлгән еди.
Бир күни һәзрити Әйса Өзи ялғуз дуа қиливататти. Униң йенида шагиртлирила бар еди. Һәзрити Әйса улардин: — Халайиқ Мени ким дәп билидикән? — дәп сориди.
Тәхминән сәккиз күндин кейин һәзрити Әйса Петрус, Юһанна вә Яқупни елип, дуа қилиш үчүн таққа чиқти.
Һәзрити Әйса дуа қиливатқинида, Униң йүзи өзгәрди. Кийимлири аппақ болуп, чақмақтәк чақниди.
Һәзрити Әйса таққа чиқип, у йәрдә шагиртлири билән биллә олтарди.