7 Улар башқа кемидики шериклирини ярдәмгә чақиришти. Улар келип, белиқларни икки кемигә лиқ қачиливеди, кемиләр белиқниң җиқлиғидин чөкүп кәткили тас қалди.
Әй садиқ һәмкарим, сәндин шуни тәләп қилимәнки, бу ишта сәнму бу икки ханимға ярдәм қил. Чүнки улар мән вә Клемент билән, шундақла нами һаятлиқ дәптиригә йезилған башқа хизмәтдашлирим билән биллә Хуш Хәвәрни тарқитиш йолида қан-тәр сиңдүргән.
Бир-бириңларниң еғирчилиғини көтириңлар. Шундақ қилсаңлар, Әйса Мәсиһниң қануниға әмәл қилған болисиләр.
Кейин Барнаба Тарсус шәһиригә Саулни издәп берип,
Әгәр дүшминиңниң ешиги жүкни көтирәлмәй жиқилип чүшсә, көрмәскә селип кетип қалмай, униңға ярдәмлишип ешигини қопиришип бәр.
Шагиртлар халайиқтин айрилип, һәзрити Әйса олтарған кемигә чүшүп, Уни елип жүрүп кетишти. Улар билән биллә маңған башқа кемиләрму бар еди.
Шуниң билән улар торлирини көлгә селиведи, белиқлар торға патмай қелип, торлар житилишқа башлиди.
Бу ишни көргән Симун һәзрити Әйсаниң алдида тизлинип туруп: — Әй Рәббим, мәндин жирақлишиң, гунакармән! — деди.