6 Шуниң билән улар торлирини көлгә селиведи, белиқлар торға патмай қелип, торлар житилишқа башлиди.
Шуниң үчүн, қәдирлик қериндашлирим, ишәнчиңларда тәврәнмәй, чиң туруңлар. Рәббимизгә әстайидиллиқ билән хизмәт қилиңлар. Рәббимиз үчүн қилған хизмитиңларниң һәргиз бекар кәтмәйдиғанлиғини чүшиниңлар.
Шуңа яхши ишларни қилиштин бошашмайли. Шундақ қилсақ, вақти кәлгәндә чоқум мол һосул алалаймиз.
Лекин әлчиләрниң тәлимлирини аңлиғанларниң көпи һәзрити Әйсаға ишәнди. Шундақ қилип, һәзрити Әйсаға әгишидиған әрләрниң санила бәш миңға йәтти.
Нурғун кишиләр униң сөзлиригә ишинип, чөмүлдүрүшни қобул қилди. Шу күни үч миңчә киши мәсиһийләр җамаитигә қошулди.
Улар башқа кемидики шериклирини ярдәмгә чақиришти. Улар келип, белиқларни икки кемигә лиқ қачиливеди, кемиләр белиқниң җиқлиғидин чөкүп кәткили тас қалди.