5 — Устазим, биз кечичә җапа тартип һеч нәрсә туталмидуқ, — деди Симун, — бирақ дегиниңизгә бенаән торни салсақ салайли.
Аниси чакарларға: — У силәргә немә қил десә, шуни қилиңлар, — деди.
Силәргә буйруған әмирлиримни ада қилсаңлар, Мениң достлирим болисиләр.
Симун Петрус: — Мән белиқ тутқили баримән, — деди. Көпчилик: — Бизму сән билән биллә баримиз, — дейишти. Улар ташқириға чиқип, кемигә олтарди, лекин кечичә һеч нәрсә туталмиди.
Шагиртлар һәзрити Әйсани ойғитип: — Устаз, Устаз, ғәриқ болуш алдида туримиз! — деди. Һәзрити Әйса ойғинип, боран-чапқунға буйруқ қилған еди, боран тохтап, долқун пәсләп, һәммиси тиничланди. Андин У шагиртлириға бурулуп:
— Әй Устазимиз Әйса, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп вақириди.
Бу икки пәйғәмбәр һәзрити Әйсадин айрилидиған вақитта, Петрус өзиму туймиған һалда һәзрити Әйсаға: — Устазим, бу йәрдә болғинимиз немә дегән яхши! Бири Сизгә, бири Муса пәйғәмбәргә, йәнә бири Илияс пәйғәмбәргә дәп, бу йәргә үч кәпә ясайли, — деди.
Юһанна һәзрити Әйсаға: — Устаз, Сизниң намиңиз билән җинларни һайдаватқан бирсини көрдуқ. Лекин у бизгә охшаш Сизгә әгәшмигәнлиги үчүн, биз уни тосидуқ, — деди.
— Пешимни тутқан ким? — дәп сориди һәзрити Әйса. Көпчилик «Тутмидуқ», дейишти. — Устаз, төрт әтрапиңизниң һәммиси адәм, улар Сизни қистап туруватмамду? — деди Петрус.