11 Улар кемини қирғаққа тохтитип, һәммә нәрсини ташлап, һәзрити Әйсаға әгишип маңди.
Улар шу ан белиқ торлирини ташлап, һәзрити Әйса билән маңди.
Лавий орнидин туруп, ишини ташлап, һәзрити Әйсаға әгәшти.
Буниң билән Петрус Униңдин: — Мана биз һәммини ташлап Сизгә әгәштуқ! Биз буниңдин немигә еришимиз? — дәп сориди.
Һәзрити Әйса униңға меһриванлиқ билән қарап: — Сиздә қилишқа тегишлик йәнә бир иш кам. Пүтүн мал-мүлкиңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң! — деди.
Ата-анисини Мәндинму әзиз көридиғанлар Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс. Пәрзәнтлирини Мәндинму әзиз көридиғанларму Мениң шагиртим болушқа лайиқ әмәс.
Улар дәрһал кемини ташлап, атиси билән хошлишип һәзрити Әйса билән маңди.
Мени дәп өйлири, қериндашлири, ата-аниси, бала-җақилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси йоқатқанлиридин йүз һәссә артуғираққа еришип, мәңгүлүк һаяттин һөзүрлиниду.