Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 5:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Бир күни һәзрити Әйса Гинәсар көлиниң бойида турғанда, кишиләр Униңдин Худаниң сөзини аңлаш үчүн Униң әтрапиға зич олашти.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 5:1
21 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса халайиқниң арисида қистилип қалмаслиқ үчүн, шагиртлириға кичик бир кемә тәйярлап қоюшни буйриди.


Улар көлниң қарши тәрипигә өтүп, Гинәсар дегән йәрдә қуруқ­луққа чиқти.


Һәзрити Әйса билән шагиртлири көлниң қарши қетиға бери­шида, Гинәсар дегән йәрдә қуруқлуққа чиқип кемини бағлиди.


Чөмүлдүргүчи Йәһия оттуриға чиққан күнләрдин бери, Асманниң Падишалиғи зораванлиққа учримақта. Зораванлар Униңға һуҗум қилмақта.


Миңлиған кишиләр қиста-қистаңчилиқтин бир-бирини дәс­сәвәт­кидәк болушуп кәткән еди. Һәзрити Әйса шагирт­ли­риға қарап: — Силәр пәрисийләрниң ечитқусидин, йәни сахтипәзлигидин һошияр болуңлар.


Һәзрити Әйса у адәм билән биллә барди. Униң әтрапиға олиши­валған халайиқму кәйнидин әгишип меңишти.


— Пешимни тутқан ким? — дәп сориди һәзрити Әйса. Көпчилик «Тутмидуқ», дейишти. — Устаз, төрт әтрапиңизниң һәммиси адәм, улар Сизни қистап туруватмамду? — деди Петрус.


Һәзрити Әйса йәнә көл бойида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң әтрапиға топланған халайиқ интайин көп болғачқа, У бир кемигә чиқип олтарди. Халайиқ болса көл бойида турушатти.


Һәзрити Әйса көл бойида турған икки кемини көрди. Белиқчилар кемидин чүшүп, қирғақта торлирини жуюшувататти.


Бир күни һәзрити Әйса шагиртлири билән кемигә чүшүп, уларға: — Көлниң у қетиға барайли, — деди. Шуниң билән улар йолға чиқти.


Кемә кетиватқанда һәзрити Әйса ухлап қалди. Уштумтут қаттиқ боран чиқип, кемигә су тошуп, һәммиси интайин ховуп ичидә қалди.


Җинлар һелиқи адәмниң тенидин чиқип, тоңғуз­ларға чаплишивалди. Пүтүн тоңғуз падиси терә-перәң болуп, жүгригән пети ярдин чүшүп, көлгә ғәриқ болди.


Йәһия пәйғәмбәрниң сөзини аңлап, һәзрити Әйсаниң кәйнидин маңған икки кишиниң бири Симун Петрусниң иниси Әндәр еди.


Бир мәзгилдин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә көлиниң (Тиберийә көли дәпму атилидиған көл) у қетиға өтти.


Худаниң сөзини силәргә йәткүзгән йетәкчиләрни есиңларда тутуңлар. Уларниң һаятиниң нәқәдәр яхши мевиләрни бәргәнлигини әсләп, улар­ниң ишәнчидин үлгә елиңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite