Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4:43 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

43 Лекин һәзрити Әйса уларға: — Башқа шәһәр-йезиларғиму берип Худаниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқитишим керәк. Чүнки Худа Мени бу хизмәт билән әвәткән, — деди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4:43
12 Referans Kwoze  

пурсәт болсун яки болмисун, һәр вақит Худаниң сөзини йәткүзгин. Сән зор сәвир-тақәт вә яхши тәлим бериш билән кишиләрниң хаталиқлирини түзәткүз һәм уларни агаһландурғин вә илһамландурғин.


Күн­ниң йоруқ вақтида Мени Әвәткүчиниң бизгә тапшурған вәзипи­сини ада қилишимиз керәк. Кәч кирип қараңғу чүшүп кәтсә, һеч ким иш қилалмайду.


Худа Уни тайинлап, Униңға Өзиниң Муқәддәс Роһи вә күч-қудритини ата қилди. У һәммә йәрни кезип, яхши ишларни қилип, шәйтанниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтти, чүнки Худа Униңға яр еди.


Һәзрити Әйса уларға йәнә: — Аман болуңлар! Атам Мени әвәткинидәк, Мәнму силәрни әвәти­мән, — деди.


Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни сақайтти.


Әтиси әтигән таң техи сүзүлмәстинла, һәзрити Әйса орнидин туруп, шәһәр сиртидики хали бир йәргә берип, дуа-тилавәт қилди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite