42 Таң атқанда һәзрити Әйса шәһәрдин чиқип, тинич бир җайға кәтти. Көпчилик Уни издәп жүрүп, ахири тапти вә Уни кәткүзмәй өзлири билән биллә турғузмақчи болушти.
Бир күни һәзрити Әйса дуа қилиш үчүн таққа чиқти. У йәрдә кечичә Худаға дуа қилди.
— Мениң йемәклигим — Мени әвәткән Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә Униң Маңа тапшурған ишини тамамлаштур, — деди һәзрити Әйса.
Һәзрити Әйсаниң вә шагиртлириниң у йәрдә әмәслигини билгән халайиқ у кемиләргә олтирип, Кәпәрнаһум шәһиригә һәзрити Әйсани издигили маңди.
Шуңа улар һәзрити Әйсаниң алдиға келип, Униң өзлири билән биллә турушини илтимас қилишти. Шуниң билән һәзрити Әйса у йәрдә икки күн турди.
Улар Уни тутувелип: — Күн олтарди. Һели қараңғу чүшиду. Биз билән биллә қонуп қелиң, — дәп өтүнди. Һәзрити Әйса улар билән қонмақчи болуп өйгә кирди.
Бирақ у адәм чиқип, бу ишни һәммә йәргә йейивәтти. Нәтиҗидә халайиқниң Өзиниң әтрапиға топлинивалмаслиғи үчүн, һәзрити Әйса һеч қандақ шәһәргә ашкарә баралмай, шәһәр сиртидики хали җайларда турушқа мәҗбур болди. Шундақтиму һәр йәрдин кәлгән хәлиқ Уни йәнила издәп турди.