Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4:41 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

41 Кишиләрниң тенидин чиққан җинлар: «Сән Худа Оғли!» дәтти. Чүнки улар Униң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини биләтти. Бирақ һәзрити Әйса болса уларни әйипләп, уларниң гәп қилишиға йол қоймиди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4:41
14 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса һәр хил кесәлләргә гириптар болған нурғун кишиләрни сақайтти. Нурғун кишиләрниң тенидики җинларни һайдап, җинларниң Өзи һәққидә еғиз ечишиға йол қоймиди. Чүнки җинлар һәзрити Әйсаниң Ким екәнлигини билишәтти.


Сән Худаниң бир екәнлигигә ишинимән десәңла купайә боламду? Худаниң бир екәнлигигә һәтта җинларму ишиниду һәм Униңдин қорқуп дир-дир титирәйду.


Бу хатириләр силәрни һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи-Мәсиһ, шундақла Худа Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ Униңға бағлинип һаятлиққа еришсун, дәп йезилди.


Қачанла болмисун, җин чаплишивалғанлар һәзрити Әйсани көрсә, Униң айиғиға баш қоюп: «Сән Худа Оғлисән!» дәп вақиришатти.


Уни синимақчи болған шәйтан Униң алдиға келип: — Әгәр Сән расттинла Худа Оғли болсаң, мошу ташларни нанға айландуруп йә! — деди.


Лекин һәзрити Әйса лам-җим демиди. Баш роһаний Униңға: — Мәңгү һаят Худа алдида қәсәм қилишиңни буйруймән. Ейтқин, Худа Оғли Қутқазғучи-Мәсиһ Сәнму? — деди.


Улар һәзрити Әйсани көргән һаман: — Әй Худа Оғли, ишимизға арилашма! Сән вақит-саати кәлмәс­тинла бизни қийниғили кәлдиңму? — дәп вақириди.


Һәзрити Әйса уни сөзлитиватқан җинға буйруқ қилип: — Ағзиңни жум, бу адәмниң тенидин чиқ! — деди.


Һәзрити Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, лекин удул мәркизий ибадәт­ханиға берип роһанийға өзәңниң сақайғанлиғиңни көрсәт. Андин буни башқиларға испатлаш үчүн, Муса пәйғәмбәрниң әмри бойичә мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурванлиқни қил, — деди.


Қараңғу чүшкәндә, кишиләр җин чаплашқан нурғун адәмләрни һәзрити Әйсаниң алдиға елип келишти. Һәзрити Әйса бир еғиз сөз биләнла улардики җинларни қоғлавәтти вә кесәлләрниң һәммисини сақайтти.


Кәчқурун күн патқанда, кишиләр барлиқ бемарларни вә җин чаплаш­қанларни һәзрити Әйсаниң алдиға елип келишти.


Һәзрити Әйса кесәл аялниң йениға берип, униң қизитмисиниң йенишини буйриди. Қизитма шу ан йенип кәтти. У аял дәрһал орни­дин туруп, уларни күтүшкә башлиди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite