Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4:23 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

23 Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп: — Силәр чоқум Маңа «Әй тевип, авал өзәңни сақайт!» дегән тәм­силни әслитип, «Кәпәрнаһум шәһиридә яратқан мөҗүзилириңдин хәвәр таптуқ. Әнди Өз жутуңдиму бирәр карамәт көрсәтмәмсән?» демәкчи болуватисиләр.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4:23
20 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса у йәрдин чиқип, Өз жутиға қайтти. Шагирт­лириму Униң билән биллә еди.


У жути Насирәдә турмай, Зәбулун вә Нафтали районидики Җәлилийә көлигә йеқин Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти.


Шуниң үчүн биз буниңдин кейин һеч кимгә бу дунияниң көз-қариши билән қаримаймиз. Гәрчә биз бурун мошу көз-қараш билән Әйса Мәсиһни пәқәтла бизгә охшаш бир инсан дәп қариған болсақму, әнди ундақ дәп қаримаймиз.


Шуниң билән аял козисини ташлап, шәһәргә қайтип берип кишиләргә:


Өзәңдики шунчә чоң гунани көрмәй туруп, бурадириңгә: «Көзүңдики һәрә кепигини еливетәй!» дейишиң қандақ гәп? Әй сахтипәз! Авал өзәңниң көзи­дики лимни еливәт. Буниң билән ениқ көрүп, бурадириңниң көзи­дики һәрә кепигини еливетәләйсән.


У Өз жути Насирә шәһиригә келип, дәм елиш күни адәттикидәк ибадәт­ханиға барди. У өрә туруп Муқәддәс Язмиларни оқумақчи бол­ғанда,


Өз жутиға кәтти вә Өз жутидики ибадәтханида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң тәлимини аңлиған хәлиқ һәйран болуп: — Бу Адәмниң бунчивала әқил-парасити вә мөҗүзә яритиш қудрити нәдин кәлгәнду?


Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни сақайтти.


Йүсүп билән Мәрийәм Тәвратта бәлгүләнгән ишларниң һәмми­сини ада қилғандин кейин, Җәлилийә өлкисидики өз жути Насирә шәһиригә қайтти.


Һәзрити Әйса улар билән Насирә шәһиригә қайтти. У һәр қандақ ишта ата-анисиниң гепигә кирәтти. Аниси йүз бәргән бу ишларниң һәммисини көңлидә чиң сақлиди.


Һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисиниң Кәпәрнаһум шәһиригә қайтип барди. У йәрдә йәһудийлар дәм алидиған шәнбә күнлири ибадәт­ханиға берип, хәлиққә тәлим берип турди.


Бирақ һәзрити Әйса униңдики җинға буйруқ қилип: — Ағзиңни жум, бу адәмниң тенидин чиқ! — деди. Җин һелиқи адәмни кишиләр алдидила жиқитиветип, уни һеч немә қилмай тени­дин чиқип кәтти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite