Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4:22 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

22 Буни аңлиған көпчилик Униң яхши гепини қилишти вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә һәйран қелишти. Бирақ бәзиләр: — Қандақ гәп? Бу Йүсүпниң оғли әмәсму? — дейишти.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4:22
20 Referans Kwoze  

«Бу Йүсүпниң оғли Әйса әмәсму? Атисиниму, анисиниму тонуйдиған турсақ, йәнә қандақларчә: Асмандин чүштүм, дәләлисун?» дейишәтти улар.


һәм башқилар камчилиқ тапалмайдиған тоғра сөзләр билән тәлим бәргин. Буниң билән бизгә қарши чиққучилар яман гепимизни қилишқа сәвәп тапалмай уялсун.


Лекин Муқәддәс Роһ Истипанға әқил-парасәт бәргәчкә, улар униң сөзлиригә тақабил турушқа амалсиз еди.


Ибадәтхана қаравуллири: — Һеч ким һеч қачан бу Адәмдәк сөзлигән әмәс! — дәп җавап беришти.


Чүнки Мән силәргә дүшмәнлириңлар қарши чиқалмиғидәк вә рәт қилалмиғидәк сөз қабилийити вә әқил-парасәт ата қилимән.


Униң сөзлирини аңлиған­ларниң һәммиси Униң әқлигә вә бәргән җаваплириға һәйран қелишти.


Ата-анисиму буни көрүп наһайити һәйран қелишти, бирақ аниси Униңға: — Вай Балам! Немишкә бизгә уқтурмай қелип қалдиң? Дадаң икки­миз Сәндин бәк әнсирәп, издимигән йеримиз қалмиди! — деди.


У көпчиликкә: — Силәр аңлиған бу айәт бүгүн әмәлгә ашурулди, — деди.


Филип Натанйәлни тепип, униңға: — Муса пәйғәмбәр Тәвратта алдин-ала ейтқан, башқа пәйғәмбәр­ләрму тилға алған Қутқазғучи-Мәсиһни таптуқ. У Йүсүпниң оғли наси­рәлик Әйса екән! — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite