21 У көпчиликкә: — Силәр аңлиған бу айәт бүгүн әмәлгә ашурулди, — деди.
Мана бу Худаниң Қутқазғучи-Мәсиһниң зиянкәшликкә учрап өлидиғанлиғи тоғрисида пәйғәмбәрләр арқилиқ алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулушидур.
Буниң билән Худаниң Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан мону сөзлири әмәлгә ашурулди: «Сөзлиримни аңлайсиләр, аңлайсиләр, чүшәнмәйсиләр. Қилғанлиримға қарайсиләр, қарайсиләр, мәнасини уқмайсиләр.
Муқәддәс Язмиларни тәтқиқ қилисиләр, чүнки униңдин мәңгүлүк һаятқа егә болушниң йолини тапалаймиз, дәп қарайсиләр. Һәҗәва, бу Язмилар Мени Худа әвәтидиған Қутқазғучи дәп тонуштурған әмәсму?
Һәзрити Әйса Язмини йепип ибадәтхана хизмәтчисигә қайтуруп бәргәндин кейин, тәлим бәргили олтарди. Пүтүн ибадәтханидикиләр көзлирини Униңдин үзмәй қарап олтиришти.
Буни аңлиған көпчилик Униң яхши гепини қилишти вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә һәйран қелишти. Бирақ бәзиләр: — Қандақ гәп? Бу Йүсүпниң оғли әмәсму? — дейишти.