Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4:17 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

17 ибадәтхана хизмәтчиси Униңға Йәшая пәйғәмбәрниң Язми­сини бәрди. У уни ечип, мону айәтләр йезилған йәрни тепип оқуди:

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4:17
9 Referans Kwoze  

Тәврат вә Пәйғәмбәрләрниң Язмилиридин тәлимләр оқулғандин кейин, ибадәтханиниң җавапкәр адәмлири уларни чақиртип: — Қериндашлар, әгәр җамаәтни илһамландуридиған гәп-сөзүңлар болса, ейтиңлар, — деди.


Буни көргән Худа әҗдатлиримиздин нәзәрини йөткәп, уларни өз ихтияриға қоюп бәрди. Улар асмандики юлтузларға ибадәт қилишқа башлиди. Шуниң билән пәйғәмбәрләр Муқәддәс Язмиларда хатирилигәндәк, Худа улар­ни мундақ әйиплиди: «Әй исраиллар! Силәр қириқ жил җәриянида чөлдә қурванлиқ қилғиниңларда, Маңа әмәс, бәлки өз қоллириңлар билән ясиған бутларға,


Йерусалим хәлқи вә уларниң башлиқлири һәр дәм елиш күни ибадәтханида пәйғәмбәрләрниң һәзрити Әйса тоғрисидики язған сөзлириниң оқулушини аңлисиму чүшәнмәтти, һәзрити Әйсаниң Қутқазғучи екәнлигини тонуп йәтмигән еди. Уларниң һәзрити Әйсани өлүм җазасиға лайиқ дейиши билән, пәйғәмбәрләрниң алдин-ала ейтқан­лири әмәлгә ашти.


Давут өзи Зәбурда Қутқазғучи-Мәсиһ тоғри­сида мундақ дегәнғу: «Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики: ‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин! › »


У Өз жути Насирә шәһиригә келип, дәм елиш күни адәттикидәк ибадәт­ханиға барди. У өрә туруп Муқәддәс Язмиларни оқумақчи бол­ғанда,


«Худаниң Роһи Мениң вуҗудумда. Чүнки У Мени кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүшкә таллап, күч-қудрәт ата қилди. У Мени тутқунларға: ‹ Азат болисиләр! › қарғуларға: ‹ Көрәләйдиған болисиләр! › дәп җакалашқа әвәтти. Худа Мени езилгәнләрни әркинликкә ериштүрүшкә, Худаниң хәлқини қутқузуш вақтиниң йетип кәлгәнлигини уқтурушқа әвәтти».


Һәзрити Әйса Язмини йепип ибадәтхана хизмәтчисигә қайтуруп бәргәндин кейин, тәлим бәргили олтарди. Пүтүн ибадәтханидикиләр көзлирини Униңдин үзмәй қарап олтиришти.


«Қериндашлириңға Муса вә башқа пәйғәмбәрләрниң агаһландуруш­лири бар. Улар шуни аңлисун», дәпту әҗдадимиз Ибраһим.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite