Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4:15 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

15 У ибадәтханиларда кишиләргә тәлим берип, уларниң махтишиға сазавәр болди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4:15
10 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни сақайтти.


Буни көргән көпчилик қорқушуп, инсанға бундақ һоқуқни бәргән Худаға мәдһийиләр ейтишти.


Бир дәм елиш күни һәзрити Әйса бир ибадәтханида кишиләргә тәлим беривататти.


Бирақ у адәм чиқип, бу ишни һәммә йәргә йейивәтти. Нәтиҗидә халайиқниң Өзиниң әтрапиға топлинивалмаслиғи үчүн, һәзрити Әйса һеч қандақ шәһәргә ашкарә баралмай, шәһәр сиртидики хали җайларда турушқа мәҗбур болди. Шундақтиму һәр йәрдин кәлгән хәлиқ Уни йәнила издәп турди.


Шундақ қилип, һәзрити Әйса Җәлилийә өлкиси­ниң һәммә йеригә берип, ибадәтханиларда тәлим бәрди һәм киши­ләрниң тенидики җинларни һайдиди.


Буниңдин һәйран болған көпчилик бир-биригә: — Бу қандақ иш? Бу йеңила бир тәлимғу! У дәрвәқә җинларға буйруқ қилиш һоқуқиға егә екән! Уларму Униң сөзигә бойсунидикән, — дейишти.


Өз жутиға кәтти вә Өз жутидики ибадәтханида хәлиққә тәлим беришкә башлиди. Униң тәлимини аңлиған хәлиқ һәйран болуп: — Бу Адәмниң бунчивала әқил-парасити вә мөҗүзә яритиш қудрити нәдин кәлгәнду?


Һәзрити Әйса пүтүн шәһәр, йеза-қишлақларни арилап, һәр қайси ибадәтханиларда тәлим берип, Асманниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқатти вә хәлиқ ичидики һәр хил кесәллик вә ағриқ-силақларни сақайтти.


У Өз жути Насирә шәһиригә келип, дәм елиш күни адәттикидәк ибадәт­ханиға барди. У өрә туруп Муқәддәс Язмиларни оқумақчи бол­ғанда,


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite