13 Шәйтан һәр хил усулда һәзрити Әйсани синап аздуралмиғандин кейин, Уни вақитлиқ ташлап кетип қалди.
Шуниң үчүн Худаға бойсунуңлар, шәйтанға қарши туруңлар, шу чағдила шәйтан силәрдин қачиду.
Чүнки бизниң бу Баш Роһанийимиз аҗизлиқлиримизға һисдашлиқ қилмай қалмайду. Уму бизгә охшаш һәр хил синақларға дуч кәлгән, лекин гуна қилип бақмиғандур.
Силәр билән сөзлишидиған вақит көп қалмиди, чүнки бу дунияниң һөкүмдари — шәйтан келиш алдида туриду. Униң Мени бесип чүшкидәк қудрити әсла йоқтур.
Буниң билән шәйтан һәзрити Әйсани ташлап кетип қалди. Периштәләр келип һәзрити Әйсаниң хизмитидә болди.
— Тәвратта: «Рәббиңлар Худани синап беқишқа болмайду!» дәпму йезилған, — деди һәзрити Әйса.
Һәзрити Әйса Муқәддәс Роһниң күч-қудритигә чөмгән һалда Җәлилийә өлкисигә қайтип кәлди. Узун өтмәй, Униң нами шу әтраптики районларға тарқалди.