Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4:1 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Һәзрити Әйса Муқәддәс Роһқа чөмүп, Иордан дәриясидин қайтип кәлгәндин кейин, Муқәддәс Роһ Уни чөл-баяванға елип барди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4:1
19 Referans Kwoze  

Худа Уни тайинлап, Униңға Өзиниң Муқәддәс Роһи вә күч-қудритини ата қилди. У һәммә йәрни кезип, яхши ишларни қилип, шәйтанниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтти, чүнки Худа Униңға яр еди.


«Худаниң Роһи Мениң вуҗудумда. Чүнки У Мени кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүшкә таллап, күч-қудрәт ата қилди. У Мени тутқунларға: ‹ Азат болисиләр! › қарғуларға: ‹ Көрәләйдиған болисиләр! › дәп җакалашқа әвәтти. Худа Мени езилгәнләрни әркинликкә ериштүрүшкә, Худаниң хәлқини қутқузуш вақтиниң йетип кәлгәнлигини уқтурушқа әвәтти».


Худа әвәткән Қутқазғучи Худаниң сөзини сөз­ләйду, чүнки Худа Өз Роһини Униңға айимастин берип кәлмәктә.


Йәһия пәйғәмбәр йәнә гувалиқ берип мундақ деди: — Мән Худаниң Роһиниң кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, Униң үстигә қонғанлиғини көрдүм.


Һәзрити Әйса чөмүлдүрүлүп судин чиқишиға, асман ечилди. У Худаниң Роһиниң кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, үстигә қонуват­қанлиғини көрди.


Һәзрити Әйса Муқәддәс Роһниң күч-қудритигә чөмгән һалда Җәли­лийә өлкисигә қайтип кәлди. Узун өтмәй, Униң нами шу әтраптики районларға тарқалди.


Улар судин чиққанда, Муқәддәс Роһ Филипни башқа бир шәһәргә елип кәтти. Әмәлдар уни қайта көрәлмигән болсиму, хошал-хорамлиқ билән йолини давамлаштурди.


У асманға көтири­лиш­тин илгири Худаниң Муқәддәс Роһиниң күч-қудрити билән Өзи таллиған әлчилиригә йол-йоруқларни бәргән еди.


Йүсүп билән Мәрийәм ибадәтханиға барған күни Муқәддәс Роһ Шимонниму ибадәтханиға башлап барди. Һәзрити Әйсаниң ата-аниси Балини көтирип кирип, Тәвратта бәлгүләнгән ишларни ада қилмақчи болуватқанда,


Худадин кәлгән сөз бойичә Йәһия пәйғәмбәр Иордан дәрияси вадисидики районларни кезип жүрүп: — Яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Товва қилған­лиғиңларни билдүрүш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилғанда, Худа силәрни кәчүрүм қилиду! — дәп җакалиди.


Қенан Еношниң оғли, Енош Шитниң оғли, Шит Адәм атиниң оғли, Адәм ата болса, Худаниң оғли еди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite