Алди билән Дәмәшқ хәлқигә, Йерусалим шәһиридики йәһудийларға, пүтүн Йәһудийә өлкисидики кишиләргә, андин йәһудий әмәсләргиму Хуш Хәвәрни йәткүздүм. Уларға «Яман йоллириңлардин йенип, Худа йолиға қайтиңлар! «Товва қилдуқ» десәңлар, уни сөз билән әмәс, яхши әмәлиятиңлар билән испатлаңлар», дәп уларниму товва қилишқа дәвәт қилдим.