Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 3:7 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

7 Халайиқ Йәһия пәйғәмбәрниң алдиға чөмүлдүрүшни қобул қилиш үчүн топ-топ болуп келишти. Бирақ Йәһия пәйғәмбәр уларға: — Әй сахтипәз иланлар! Товва қилмай, Худадин келидиған ғәзәптин қечип қутулуш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилайли, дегиниңлар қан­дақ гәп?!

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 3:7
12 Referans Kwoze  

Әй зәһәрлик иланлар! Иланниң әвлатлири! Дозақ азавидин қандақму қутулаларсиләр?


Улар йәнә бизгә силәрниң Худа Оғлиниң, йәни Худа өлүмдин тирилдүргән Әйса Мәсиһниң асмандин қайта келишини күтүватқанли­ғиң­ларни ейтти. Бизләрни Худадин келидиған ғәзәптин қутқузғучи дәл Әйса Мәсиһтур.


Әй зәһәрлик иланлар! Силәр яман турсаңлар, ағзиңлардин қандақму яхши гәп чиқсун? Чүнки көңүлдә немә болса, еғиздин шу чиқиду.


Сени аял билән дүшмән қилимән. Униң әвлади билән сениң әвладиңму Дүшмәнлишип өтиду. Униң Әвлади сениң бешиңни йәнчийду, Сән Униң тапинини чақисән», деди.


Лекин гуна қиливеридиған киши шәйтанға мәнсүптур, чүнки шәйтан әзәлдин тартип гуна қилип кәлмәктә. Худа Оғли Әйса Мәсиһниң дунияға келиштики мәхсити шәйтанниң ишлирини йоқ қилиштур.


Худаниң бизгә бәргән вәдиси вә қәсими һәргиз өзгәрмәйду. Чүнки Худа ялған сөзлимәйду. Шуңа Худадин паналиниватқан бизләр Униң вәдиси вә қәсимидин көп илһамға еришип, көз алдимиздики үмүттә ишәнч билән чиң туралай­миз.


униңға: — Һәй, шәйтанниң оғли! Һәммә адиллиқниң дүшминисән. Қәлбиң һәр хил һелигәрлик вә алдамчилиқ билән толған. Худаниң тоғра йоллирини бурмилашни зади тохтатмамсән?


Атаңлар шәйтан болғачқа, силәрму униң һәвәслири бойичә иш қилисиләр. У әзәлдин қатил һәм һәқиқәттә турмайду, чүнки униңда һәқиқәт йоқтур. Ялған сөзләш униң тәбиий хусусийити, чүнки у ялғанчи вә ялғанчилиқниң атиси­дур.


гуналирини иқрар қилишти вә униң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини қобул қилишти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite