6 Шундақ қилип, пүтүн инсан Худаниң қутқузуш йолини көрәләйдиған болиду! › дәп җар салиду».
Лекин силәрдин шуни сораймәнки, исраиллар бу Хуш Хәвәрни аңлимиғандиму? Әлвәттә аңлиди. Бу худди Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Уларниң садаси пүткүл дунияға, Сөзлири зиминниң булуң-пушқақлириға йәтти».
Бу җәһәттә йәһудийлар билән йәһудий әмәсләрниң пәрқи йоқ. Әйса Мәсиһ һәр иккисиниң Рәббидур. У Өзигә илтиҗа қилғанларниң һәммисигә меһир-шәпқәт яғдуриду.
Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Дунияниң һәр қайси җайлириға берип, пүтүн инсанларға Хуш Хәвәрни җакалаңлар.