Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 3:23 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

23 Һәзрити Әйса Худа йолида хизмәт қилишқа киришкән вақитта оттуз яшларда еди. Кишиләрниң нәзәридә У Йүсүпниң Оғли еди. Йүсүп Елийниң оғли,

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 3:23
20 Referans Kwoze  

У пәқәт аддий бир яғашчиниң оғлиғу? Униң анисиниң исми Мәрийәм; Яқуп, Йүсүп, Симун вә Йәһудалар Униң қериндашлири әмәсму?


Һөрмәтлик Теофилос: Дәсләпки хетимдә һәзрити Әйса Өзиниң вәзиписини башли­ған­дин тартип, таки асманға көтирилгичә қилған һәммә ишлирини вә бәргән барлиқ тәлимлирини баян қилған едим.


«Бу Йүсүпниң оғли Әйса әмәсму? Атисиниму, анисиниму тонуйдиған турсақ, йәнә қандақларчә: Асмандин чүштүм, дәләлисун?» дейишәтти улар.


Буни аңлиған көпчилик Униң яхши гепини қилишти вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә һәйран қелишти. Бирақ бәзиләр: — Қандақ гәп? Бу Йүсүпниң оғли әмәсму? — дейишти.


У пәқәт аддий бир яғашчиғу? Мәрийәм Униң аниси, Яқуп, Йосә, Йәһуда вә Симун Униң қериндашлири әмәсму? Сиңиллири бу йәрдә Өз ичимиздиғу? — дейишәтти. Шуниң билән улар Уни рәт қилди.


Шуниңдин етиварән, һәзрити Әйса: «Гуналириңларға товва қилиң­лар, чүнки Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду!» дәп тәлим беришкә башлиди.


Яқуп Мәрийәмниң ери Йүсүпниң атиси, Мәрийәм Мәсиһ дәп аталған Әйсаниң аписи.


Әляқим Мелеаһниң оғли, Мелеаһ Мәннаниң оғли, Мәнна Мататаниң оғли, Матата Натанниң оғли, Натан Давутниң оғли,


Йишай Давут падишаниң атиси, Давут падиша Урияниң аялидин туғулған Сулайманниң атиси,


Әйса Мәсиһниң әҗдатлири: Әйса Мәсиһ Давут падишаниң Әвлади, Давут падиша болса Ибраһимниң әвлади.


Ата-анисиму буни көрүп наһайити һәйран қелишти, бирақ аниси Униңға: — Вай Балам! Немишкә бизгә уқтурмай қелип қалдиң? Дадаң икки­миз Сәндин бәк әнсирәп, издимигән йеримиз қалмиди! — деди.


Филип Натанйәлни тепип, униңға: — Муса пәйғәмбәр Тәвратта алдин-ала ейтқан, башқа пәйғәмбәр­ләрму тилға алған Қутқазғучи-Мәсиһни таптуқ. У Йүсүпниң оғли наси­рәлик Әйса екән! — деди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite