Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 3:22 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

22 Муқәддәс Роһ кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, Униң үстигә қонди. Андин асмандин Худаниң: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Сәндин хурсәнмән!» дегән авази аңланди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 3:22
21 Referans Kwoze  

Йәһия пәйғәмбәр йәнә гувалиқ берип мундақ деди: — Мән Худаниң Роһиниң кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, Униң үстигә қонғанлиғини көрдүм.


Петрусниң гепи түгимәйла, парлақ бир булут уларни қаплавалди. Булуттин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Мән Униңдин хурсәнмән. Униң сөзигә қулақ селиңлар!» дегән авази аңланди.


Худа Уни тайинлап, Униңға Өзиниң Муқәддәс Роһи вә күч-қудритини ата қилди. У һәммә йәрни кезип, яхши ишларни қилип, шәйтанниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтти, чүнки Худа Униңға яр еди.


Андин асмандин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән!» дегән авази аңланди.


Әйса Мәсиһ Худаниң салмақчи болған ибадәтханисиниң тирик һул Тешидур. Кишиләр Уни рәт қилған болсиму, лекин Худа Уни таллиди вә қәдирлиди, шуңа силәр Әйса Мәсиһкә йеқинлишиңлар.


«Мана Мениң таллиған Хизмәткарим, Дилим сөйгән йеқиним, Униңдин хурсәнмән! Роһумни ата қилимән Униңға; У адаләтни җакалайду пүткүл хәлиқләргә.


У бизни шәйтанниң зулум-зәхмитидин қутулдуруп, сөйүмлүк Оғлиниң Падишалиғиға елип кирди.


У көпчиликкә: — Силәр аңлиған бу айәт бүгүн әмәлгә ашурулди, — деди.


У Худаға ишинәтти, Худа Уни әзизлисә, қутқузуп бақмисунму! Чүнки У: «Мән Худа Оғли» дегән еди, — дейишти.


Шу күнләрдә һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдин чөмүлдүрүшни қобул қилиш үчүн, Җәлилийә өлкисидин Иордан дәрияси бойиға кәлди.


Һәзрити Әйса чөмүлдүрүлүп судин чиқишиға, асман ечилди. У Худаниң Роһиниң кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, үстигә қонуват­қанлиғини көрди.


Шу күнләрдә һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисиниң Насирә шәһи­ридин келип, Йәһия пәйғәмбәр тәрипидин Иордан дәриясида чөмүл­дүрүлди.


Андин асмандин Худаниң: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Сәндин хурсәнмән!» дегән авази аңланди.


Шу чағда бир парчә булут пәйда болуп, уларни қаплавалди. Булуттин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Униң сөзигә қулақ селиңлар!» дегән авази кәлди.


«Әң бүйүктики Худаға шан-шәрәпләр болсун! Униң йәр йүзидә йеқин көргән бәндилиригә аманлиқ болсун!» дейишти.


Мени әвәткән Атам Өзиму Мән үчүн гувачидур. Силәр һеч қачан Униң авазини аңлимидиңлар, қияпитини көрмидиңлар.


Ата, улуқлуғуңни көрсәткин! Шу вақитта асмандин бир аваз аңланди: — Улуқлуғумни көрсәттим вә йәнә көрситимән.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite