Әтиси Йәһия пәйғәмбәр һәзрити Әйсаниң өзигә қарап келиватқанлиғини көрүп мундақ деди: — Мана Бу пүткүл дуниядики инсанларниң гунайидин азат қилиниши үчүн һазирланған Худаниң Қозисидур!
Йәһия пәйғәмбәр Униңға гувалиқ берип, халайиққа жуқури аваз билән мундақ деди: — Мән силәргә: «Мәндин кейин Кәлгүчи мәндин улуқтур, чүнки У мән туғулуштин бурунла моҗут», дегән едимғу. У дәл мошу Кишидур!
илһамландуруш болса, илһамландуруңлар; сәдиқә бериш болса, чин көңлүңлар билән сәдиқә бериңлар; йетәкчилик қилиш болса, җавапкәрчилик билән йетәкчилик қилиңлар; рәһим қилиш болса, хошаллиқ билән қилиңлар.