Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 3:16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

16 Шуниң үчүн Йәһия пәйғәмбәр уларға: — Мән силәрни суғила чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта Униң айиғиниң жиплирини йешишкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмдү­риду.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 3:16
24 Referans Kwoze  

Чүнки Йәһия пәйғәмбәр кишиләрни суда чөмүлдүрди, силәр болсаң­лар бир нәччә күн ичидә Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмдүрүлисиләр.


Мән силәрни қилған товваңлар үчүн суғила чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта Униң айиғини көтиришкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмдүриду.


Мән Униң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини билмигән едим. Бирақ мени кишиләрни суға чөмүлдүрүш рәсмийитидин өткүзүшкә әвәткән Худа маңа: «Сән Худаниң Роһиниң чүшүп, Бириниң үстигә қонидиғанлиғини көрисән. У кишиләрни Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмдүридиған Қутқазғучидур!» дегән еди.


Йәһия пәйғәмбәр уларға мундақ дәп җавап бәрди: — Мән кишиләрни суғила чөмүлдүримән, лекин араңларда силәр тонумайдиған Бири бар.


Чүнки йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, һәммимиз охшаш Муқәд­дәс Роһ тәрипидин чөмүлдүрүлүп, бир тәнниң, йәни Әйса Мәсиһниң тениниң тәркивий қисми болуп, Муқәддәс Роһтин һөзүрләндуқ.


Худа Уни тирилдүрүп, асманға елип чиқип кәткәндин кейин, Уни чоң шан-шәрәпкә егә қилип, Өзиниң оң йенида олтарғузди. Һәзрити Әйса Худа Ата вәдә қилған Муқәддәс Роһни Униңдин алди вә һазир көрүватқан, аңлаватқанлириңлардәк, бу Роһни бизләргә чүшәрди.


Чүнки Муқәд­дәс Язмиларда Маңа ишәнгәнләр һәққидә: «Уларниң көңлидин һаят­лиқ сүйиниң дәриялири еқип чиқиду!» дәп йезилған.


Петрус Худаниң бу сөзлирини қиливатқанда, аңлаватқан һәммә кишиниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти.


У қолидики күрәк билән хамандики сап буғдайни амбарға, саминини өчмәс отқа ташлайдиған адәмгә охшаш, һәммә инсанни айрийду, — деди.


У мәндин кейин Кәлгүчи болуп, мән һәтта Униң айиғиниң жиплирини йешишкиму лайиқ әмәсмән!


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite