Әгәр бири «Худани сөйимән», дәп туруп, қериндишиға өчмәнлик қилса, у ялғанчидур. Чүнки көзигә көрүнүп турған қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмигән киши көрүп бақмиған Худани қандақму сөйсун?
Шуңа кәмбәғәлләргә көңүл бөлүп, өзәңлар ачкөзлүк билән бесип ятқан тәәллуқатилириңларни еһтияҗлиқ болғанларға бериңлар. Шу чағдила ичиңлар һәм тешиңлар пак болиду.
Закай орнидин туруп Рәббимиз Әйсаға: — Я Рәббим, мән мал-мүлкүмниң йеримини кәмбәғәлләргә бөлүп беримән. Әгәр мән бирәр кишини алдап һәққини алған болсам, униңға төрт һәссә қатлап қайтуримән, — деди.
Қериндашлирим! Әгәр бир киши ағзида: «Мән Әйса Мәсиһкә ишинимән», дәп туруп, уни өз әмәлиятида көрсәтмисә, униң немә пайдиси? У бундақ ишәнч билән қутқузулушқа еришәләмду?