Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 3:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Көпчилик униңдин: — Ундақта, биз қандақ қилишимиз керәк? — дәп сориди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 3:10
7 Referans Kwoze  

Петрусниң бу сөзлири аңлиғучиларға жүрәккә санчилған хән­җәр­дәк күчлүк тәгди. Улар қайил болғинидин Петрус вә башқа әлчиләрдин: — Қериндашлар, ундақта қутқузулуш үчүн қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти.


Бәзи ләшкәрләрму униңдин: — Бизчу? Қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти. Йәһия пәйғәмбәр уларға: — Башқиларниң пулини зорлуқ яки төһмәтләр билән еливал­маңлар. Иш һәққиңларға рази болуңлар, — деди.


Кейин уларни ташқириға елип чиқип: — Қутқузулуш үчүн қандақ қилишим керәк? — дәп сориди.


Әгәр «Гуналиримизға товва қилдуқ» десәңлар, уни һәрики­тиңлар билән испатлаңлар. Униң үстигә өзәңларчә «Биз Ибраһимниң әвлади болғанлиғимиз үчүн, Худа гуналиримизни чоқум кәчүриду», дәп ойлап жүрмәңлар! Худа бовимиз Ибраһимға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни яритип берәләйду.


Орнуңдин туруп, шәһәр­гә кир, немә қилишиң керәклигини бири саңа ейтип бериду, — дегән җавап кәлди һелиқи аваздин.


Хәлиқни алдайдиған бәзи баҗгирларму чөмүлдүрүшни қобул қилғили Йәһия пәйғәмбәрниң алдиға келип: — Устаз, биз қандақ қилимиз? — дәп сориди.


Петрус уларға мундақ җавап бәрди: — Гуналириңларниң кәчүрүм қилиниши үчүн, яман йолли­риң­лардин йенип, товва қилиңлар һәм Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңларни көрситиш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилсаңлар, Худа силәргә Муқәддәс Роһни ата қилиду.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite