7 У: «Инсан Оғли яман нийәтлик кишиләрниң қолиға тапшурулиду, чапрас яғачқиму миқлинип өлтүрүлиду. Бирақ үчинчи күни қайта тирилиду», дегән әмәсму?! — деди.
Шуниңдин кейин һәзрити Әйса Өзиниң Йерусалимға кетиши, ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири тәрипидин көп азап-оқубәт тартиши, өлтүрүлүши вә үчинчи күни тирилдүрүлүши керәклигини шагиртлириға уқтурушқа башлиди.
Қутқазғучи-Мәсиһ Худаниң шан-шәривигә еришиштин бурун, мана шу җәбир-җапаларни бешидин кәчүрүши керәк әмәсмиди?
мундақ деди: — Муқәддәс Язмиларда алдин-ала мундақ хатириләнгән: Қутқазғучи-Мәсиһ азап чекип, өлтүрүлүп, үчинчи күни өлүмдин тирилиду.
Биз иккимиз туғулушимиздинла йәһудиймиз, гунакар дәп қаралған йәһудий әмәсләрдин әмәсмиз.