Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 24:6 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

6 У бу йәрдә әмәс, У тирилди. У Җәлилийә өлкисидә турған вақтида силәргә немә дегәнлигини әсләп беқиңлар.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 24:6
19 Referans Kwoze  

— чүнки Инсан Оғли нурғун азап-оқубәт тартиши керәк. Ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири Уни рәт қилип өлтүргүзиду. Лекин Уни өлтүрсиму, У үчинчи күни тирилиду.


Андин һәзрити Әйса Инсан Оғлиниң нурғун азап-оқубәт тар­тиши, ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири тәрипидин рәт қилиниши, өлтүрүлүши вә үч күндин кейин тирилдүрүлүши керәклигини шагиртлириға уқтурушқа башлиди.


У бу йәрдә әмәс; У Өзи ейтқандәк тирилди. Келиңлар, У ятқан җайни көрүңлар.


— Аңлап қоюңлар, бирсиниң сатқунлуғи билән, Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшуруп берилиду, — деди.


— Җанаплири, Әйсаниң һаят вақтида: «Мән өлүп үчинчи күни тирилимән», дегини есимиздә.


Шуниңдин кейин һәзрити Әйса Өзиниң Йерусалимға кетиши, ақсақаллар, алий роһанийлар вә Тәврат устазлири тәрипидин көп азап-оқубәт тартиши, өлтүрүлүши вә үчинчи күни тирилдүрүлүши керәклигини шагиртлириға уқтурушқа башлиди.


Юнус пәйғәмбәр йоған бир белиқниң қосиғида үч кечә-күндүз қандақ турған болса, Инсан Оғлиму йәрниң бағрида үч кечә-күндүз шундақ туриду.


У периштә уларға: — Алақзадә болмаңлар, силәр чапрас яғачқа миқланған насирәлик һәзрити Әйсани издәватисиләр. У тирилди, У бу йәрдә әмәс. Мана У бурун қоюлған җай.


Аяллар интайин алақзадә болуп башлирини йәргә егишти. У периштәләр аялларға: — Силәр немә үчүн тирик Адәмни өлгәнләрниң арисидин издәйси­ләр?


Лекин У өлгәндин кейин, Худа Уни өлүмниң илкидин қутқузуп қайта тирилдүрди, чүнки өлүм Уни чирмавалалмиди.


Буларни мән силәр билән биллә болған вақтимда ейтқанлиғим есиң­ларда барду?


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite