Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 24:41 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

41 Улар йәнила ишәнмәй, бир хуш болса, бир һәйран болушуп туратти. Шуниң билән һәзрити Әйса улардин: — Силәрдә йәйдиған нәрсә барму? — дәп сориди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 24:41
14 Referans Kwoze  

Һәзрити Әйса: — Балилар, силәрдә белиқ йоқму? — дәп сориди. — Йоқ, — дәп җавап бәрди улар.


Шуниңға охшаш, силәрму һазир азаплиниватисиләр, лекин Мән силәр билән қайта көрүшимән. Шу чағда қәлбиңлар хошаллиққа чөмиду. Хошаллиғиңларни һеч ким силәрдин тартивалалмайду.


Улар һәзрити Әйсаниң тирилгәнлиги вә Мәрийәмниң Уни көргәнлигини аңлиғанда, ишәнмиди.


Шуниң билән шагиртлар кәйнигә қайтип, башқиларға бу ишни хәвәр қилди, лекин улар буниңғиму ишәнмиди.


Униңдин кейин һәзрити Әйса бир дәстиханда олтирип ғизали­ниватқан он бир шагиртиға көрүнүп, уларниң ишәнмигәнлигини вә тәрсалиғини әйиплиди. Чүнки улар һәзрити Әйсани тирилгәндин кейин көргәнләрниң сөзигә ишәнмигән еди.


Лекин әлчиләр бу аялларниң ейтқан­лирини қуруқ гәп дәп қарап, уларниң сөзлиригә ишәнмиди.


Һәзрити Әйса шундақ дегәч пут-қолини көрсәтти.


Улар бир парчә белиқ кавивини сунуведи,


У Петрусниң авазини тонуп, хошаллиғидин ишикниму ачмай жүгрәп кирип, көпчиликкә: — Петрус дәрваза алдида туриду! — дәп хәвәр қилди.


Шагиртларда йәнә бир қанчә кичик белиқму бар еди. Һәзрити Әйса булар үчүнму Худаға шүкүр ейтип, шагиртлириға буларниму тарқитишни ейтти.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite