Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 24:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Лекин әлчиләр бу аялларниң ейтқан­лирини қуруқ гәп дәп қарап, уларниң сөзлиригә ишәнмиди.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 24:11
10 Referans Kwoze  

Улар һәзрити Әйсаниң тирилгәнлиги вә Мәрийәмниң Уни көргәнлигини аңлиғанда, ишәнмиди.


Һәзрити Әйса уларға мундақ деди: — Әй наданлар! Пәйғәмбәрләрниң ейтқан сөзлиригә неманчә тәстә ишинисиләр?


Шуниң билән Лут ташқириға чиқип, қизлириниң лайиқлириниң алдиға берип, уларға: — Силәр бу йәрдин дәрһал кетиңлар, чүнки Пәрвәрдигар бу шәһәрни харабиликкә айландурувәтмәкчи, — деди. Лекин улар уни чақчақ қиливатиду, дәп ойлашти.


Петрус униңға әгишип зиндандин чиқти, бирақ у периштәниң қиливатқининиң растлиғини билмәй, бир ғайибанә аламәт көрүпти­мән, дәп ойлиған еди.


Шуниң билән шагиртлар кәйнигә қайтип, башқиларға бу ишни хәвәр қилди, лекин улар буниңғиму ишәнмиди.


Униңдин кейин һәзрити Әйса бир дәстиханда олтирип ғизали­ниватқан он бир шагиртиға көрүнүп, уларниң ишәнмигәнлигини вә тәрсалиғини әйиплиди. Чүнки улар һәзрити Әйсани тирилгәндин кейин көргәнләрниң сөзигә ишәнмигән еди.


Улар йәнила ишәнмәй, бир хуш болса, бир һәйран болушуп туратти. Шуниң билән һәзрити Әйса улардин: — Силәрдә йәйдиған нәрсә барму? — дәп сориди.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite