9 Шуңа у һәзрити Әйсадин бир мунчә соалларни сориди. Лекин һәзрити Әйса бир еғизму җавап бәрмиди.
Бирақ һәзрити Әйса уларниң биригиму җавап бәрмиди. Һаким буниңға интайин һәйран қалди.
Әйса Мәсиһ һақарәткә учриғанда, тил қайтурматти. Азап-оқубәт чәккәндә, һеч кимгә қорқунуч салматти, әксичә Өзини адил һөкүм қилидиған Худаға тапшуратти.
Әмәлдар Язминиң мону қисмини оқувататти: «У гоя боғузлашқа елип берилған қойдәк, қой қирқиғучи алдида ятқан пахландәк үн-түн чиқармай җим туриду.
Һәзрити Әйса унимастин: — Силәр берип, у түлкигә Мениң давамлиқ җинларни һайдайдиғанлиғим вә кесәлләрни сақайтидиғанлиғимни, узун өтмәйла Йерусалимда вәзипәмни тамамлайдиғанлиғимни дәңлар.
— Иштқа муқәддәс нәрсини бәрмәңлар яки тоңғузниң алдиға үнчә-мәрвайитларни ташлап қоймаңлар. Чүнки ишт кәйнигә бурулуп силәрни таллайду; тоңғуз үнчә-мәрвайитларни аяқ астида дәссәп янчийду.
Алий роһанийлар вә ақсақаллар Униң үстидин әризә-шикайәт қилғанда, У бир еғизму җавап бәрмиди.
Лекин һәзрити Әйса йәнила зуван сүрмиди. Пилатус буниңға һәйран болди.
Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири һәзрити Әйсаниң үстидин һә дәп әризә-шикайәт қиливататти.
йәнә ордисиға кирип, һәзрити Әйсадин: — Сән зади қәйәрдин кәлгән? — дәп сориди. Һәзрити Әйса җавап бәрмиди.