5 Лекин улар техиму қәтъий түрдә: — У Өз тәлимлири билән пүтүн йәһудийлар зиминидики аммини қутритип, Җәлилийә өлкисидин башлап таки бу йәргичә кәлди, — дейишти.
Бу һәзрити Әйсаниң дәсләпки мөҗүзиси болуп, Җәлилийәниң Кана йезисида көрситилгән еди. Буниң билән һәзрити Әйса Өзиниң улуқлуғини аян қилди. Униң шагиртлири Уни Худаниң әвәткәнлигигә ишәнди.
Әтиси һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисигә беришни қарар қилди. У Филипни тепип, униңға: — Маңа әгишип маң, — деди.
Йәһия пәйғәмбәр тутқун қилинғандин кейин, һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисиниң һәр қайси җайлириға берип:
Һәзрити Әйса Җәлилийәниң һәммә йерини айлинип чиқип, ибадәтханиларда тәлим берип, Худаниң Падишалиғи тоғрилиқ Хуш Хәвәр тарқатти, һәр хил ағриқ-силақларни сақайтти.
Талаш-тартиш овҗ елип кәтти. Йәһудийларниң Павлусни тартип парчә-парчә қиливетиштин қорқуп қалған командан ләшкәрлириниң залға кирип, кишиләрниң арисидин Павлусни зорлуқ билән тартип чиқип, қорғанға әкирип кетишини буйриди.
Силәрниң Йәһия пәйғәмбәр чөмүлдүрүш чақириғини йәткүзгәндин тартип, Җәлилийә өлкисидин башлап пүткүл Йәһудийә зиминлирида йүз бәргән насирәлик Әйсаға мунасивәтлик зор вақиәләрдин хәвириңлар бар.
Буни аңлиған башчилар қоллири билән қулақлирини йепивелишип, чуқан селишти вә етилип берип,
Истипанниң бу сөзлирини аңлиған алий кеңәшмә башлиқлири интайин ғәзәплинип, униңға чишлирини ғучурлатти.
Алий кеңәшмә башлиқлири бу сөзләрни аңлап интайин ғәзәпләнди вә әлчиләрни өлтүрмәкчи болушти.
— Йоқитиң, йоқитиң, Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп вақирашти йәһудийлар. — Мени Падишариңларни чапрас яғачқа миқлатсун дәмсиләр? — деди Пилатус. Алий роһанийлар: — Рим императоридин башқа падишаримиз йоқ! — дәп вақирашти.
— Һәҗәва, сәнму җәлилийәликму немә? — дейишти ақсақаллар, — Муқәддәс Язмиларни оқусаң, Җәлилийәдин пәйғәмбәр чиқмайдиғанлиғини биләләйсән! {
Бәзиләр: «Бу Қутқазғучи-Мәсиһ!» — дейишәтти. Йәнә бәзиләр болса: «Ундақ әмәсту! Мәсиһ Җәлилийәдин кәлмәттиғу?
Бирақ көпчилик давамлиқ чуқан селишип, һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап есип өлтүрсун дәп, чиң турувалди. Уларниң чуқанлири ахири ғалибә қилди.
Һәзрити Әйса у йәрдин кәткәндин кейин, Тәврат устазлири билән пәрисийләр Уни қаттиқ сөкүп, Униңға қийин соалларни қоюп, сөзидин тутувелип зиянкәшлик қилишқа пурсәт күтүшти.
Пилатус йәнә сөзләшниң әһмийәтсиз екәнлигини, болмиса қалаймиқанчилиқ чиқидиғанлиғини көрүп, су елип, көпчиликниң алдида қолини жуйғач: — Бу Адәмниң қениға мән җавапкәр әмәс, бу ишқа өзәңлар җавапкәр болуңлар! — деди.
Һәзрити Әйса Һирод падиша заманисида Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида дунияға кәлди. Кейин шәриқтин бәзи мунәҗҗимләр Йерусалимға келип, кишиләргә:
Һәзрити Әйса он икки шагиртиға тапилап болғандин кейин, Җәлилийәдики һәр қайси шәһәрләрдә тәлим бериш вә Хуш Хәвәрни җакалаш үчүн, у йәрдин кәтти.
Буни аңлиған Пилатус: — Бу адәм җәлилийәликму? — дәп сориди.