Biblia Todo Logo
Bib sou entènèt

- Piblisite -




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 23:2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

2 У йәрдә Униң үстидин шикайәт қилип: — Биз бу Адәмниң йәһудий хәлқини аздуруп, Рим императориға баҗ тапшурмаслиққа қутратқанлиғини вә Өзини йәһудийларниң Қутқазғучи-Мәсиһи, йәни Падишаси дәп атавалғанлиғини көрдуқ, — дейишти.

Gade chapit la Kopi




Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 23:2
33 Referans Kwoze  

Шуниң билән Пилатус һәзрити Әйсани қоювәтмәкчи болди, лекин йәһудийлар: — Бу Адәмни қоювәтсиңиз, Рим императориниң дости болмиған болисиз! Ким өзини падиша десә, у киши императорға қарши чиққан болиду! — дәп чуқан селишти.


уларға: — Силәр бу Адәмни алдимға һайдап кәлдиңлар. Униң үстидин хәлиқ­ни аздуруп қутратти дәп шикайәт қилдиңлар. Бирақ мән Уни силәрниң алдиңларда сорақ қилип, силәр шикайәт қилған җинайәт­ләрдин бириниму тапалмидим.


Биз шуни тонуп йәттуқки, бу җедәлхор пүтүн дуниядики йәһудийлар арисида қалаймиқанчилиқ пәйда қилип, уларни Рим һакимийитигә қарши чиқишқа күшкүртүватқан бөлгүнчи вә шундақла «насирәликләр» дәп аталған бир груһниң башлиқлиридин биридур.


Улар: — Бу Адәм яман иш қилмиған болса, Уни сизгә тапшурмиған болат­туқ, — дәп җавап беришти.


— Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди һәзрити Әйса уларға. Улар һәзрити Әйсаниң сөзлиригә һәйран қелишти.


— Рим императори Қәйсәрниң, — дәп җавап бәрди улар. — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди һәзрити Әйса уларға.


Улар җанаплириға мениң үстүмдин қилған шикайәтлиригә испат көрситип берәлмәйду.


Лекин улар техиму қәтъий түрдә: — У Өз тәлимлири билән пүтүн йәһудийлар зиминидики аммини қутритип, Җәлилийә өлкисидин башлап таки бу йәргичә кәлди, — дейишти.


Бирақ баҗ жиққучи­ларниң чишиға тәгмәйли, көлгә берип қармақни ташла. Тутқан биринчи белиқниң ағзини ачсаң, бир тәңгә пул чиқиду. Уни елип иккимизниң беҗи үчүн уларға бәр, — деди.


Һәзрити Әйса һакимниң алдиға кәлтүрүлди. Һаким Униңдин: — Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди. — Ейтқиниңиздәк, — деди һәзрити Әйса.


Пилатус Униңдин: — Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди. — Ейтқиниңиздәк, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.


Шуңа һаким Пилатус ташқириға чиқип, уларниң алдиға келип: — Бу Адәмниң үстидин немә иш тоғрилиқ әризә қилисиләр? — дәп сориди.


Һәр кимгә өзигә тегишлик һәққини төләңлар. Ғәллә-парақ жиққучиға ғәллә-парақни, баҗ жиққучиға баҗни тапшуруңлар, һөрмәт қилишқа тегишлик болғанларни һөрмәт қилиң­лар, иззәтләшкә тегишлик болғанларни иззәтләңлар.


Swiv nou:

Piblisite


Piblisite